Уйғур елидики башланғуч-оттура мәктәпләрдә янфон қоллиниш чәклиниши диққәт қозғиди
2021.02.09
Уйғур аптоном районлуқ маарип тармақлири уқтуруш тарқитип, башланғуч-оттура мәктәпләр ичидә янфон қоллинишни бирдәк чәклигән.
“шинҗаң гезити” дә тарқитилған хәвәрдин қариғанда йеқинда уйғур районлуқ маарип тармақлири “башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилириниң көчмә телефонни башқурушни күчәйтиш уқтуруши” ни елан қилип, башланғуч вә оттура мәктәпләрдин оқуғучиларниң янфонлирини мәктәп ичигә елип киришини қаттиқ контрол қилишни тәләп қилған.
Хәвәрдә йәнә мундақ дейилгән: “зөрүр болмиғучә оқуғучиларниң янфунини мәктәп ичигә елип киришигә қәтий йол қоюлмайду. Алаһидә әһвалларда ата-анилар мәктәпкә алдин илтимас қилиши керәк, ата-анилар мәктәпкә язма илтимас сунғандин кейин ‛чәклик киргүзүш‚ принсипи йолға қоюлиду.”
Уйғур аптоном районлуқ маарип даирилириниң бунчә җиддий һалда башланғуч-оттура мәктәпләрдә янфонни чәклиши диққәт қозғиди. Бу қарарниң пәқәт уйғур елидики мәктәпләрдә йолға қоюлуши болупму униң пәйзиват наһийәсидә бир хитай оқутқучиниң уйғур оқуғучиларни синипта қаттиқ урған көрүнүшлири ашкарилинип кәткәндин кейин елинғанлиқи чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң диққитидин қачмиди.
2020-Йили 12-айниң ахири қәшқәрниң пәйзиват наһийәсидики мәлум мәктәптики хитай оқутқучиниң бир уйғур оқуғучиға рәһимсизләрчә қаттиқ урған көрүнүши иҗтимаий таратқуларда ашкарилинип кетип зор ғулғула пәйда қилғаниди. Мәзкур вәқә радийомиз тәрипидинму сүрүштүрүлүп хәвәр қилинған. Нәтиҗидә пәйзиват наһийәлик сақчи идариси уқтуруш чиқирип, уйғур оқуғучини урған хитай оқутқучиниң тәкшүрүлүватқанлиқини һәм у уйғур оқуғучиниң қулиқиниң таяқ зәрбисидә яриланғанлиқини дәлилләшкә мәҗбур болғаниди.