Хитай таратқулири бир қисим йеза аһалилириниң уйғур елидики “кәнтләрдә қурулған завутлар” да ишқа орунлишиватқанлиқини илгири сүрмәктә

Мухбиримиз ирадә
2020.01.02

Уйғур елидики һөкүмәт таратқулирида “намратлиқтин қутулушни илгири сүрүш” үчүн “кәнттә қурулған завутларда ишқа орунлишиш” елип бериливатқанлиқини илгири сүрмәктә. Һәтта йеза аһалилирини “ишик алдидила ишқа орунлаштуруш” әмәлгә ашқанлиқи һәққидики хәвәрләр көпәймәктә.

“тәңритағ тори” 2-декабир күнидики хәвиридә төвәндикиләрни баян қилған: “ғулҗа шәһири кепәкйүзи йезиси нилқа кәнтидә ‛ешинча әмгәк күчлири‚ вә ишқа орунлашмиған аилә аяллири көп болуштәк мәсилини һәл қилиш үчүн или областлиқ сода идариси карханиларни маканлишишқа җәлп қилиш, маһарәт тәрбийәсини күчәйтиш қатарлиқ шәкилләр арқилиқ бу мәһәллиниң или майи өй ишлири мулазимәт чәклик ширкити ғулҗа шөбә ширкитини қурушиға һәмкарлишип, 60 тин артуқ аилә аялиниң бир түрлүк маһарәт игиләп, ишқа орунлишишиға ярдәм бәрди,” дейилгән.

Хәвәрдә һазирғичә 861 артуқ әмгәк күчи ишқа орунлаштурулғанлиқи илгири сүрүлгән. Йәнә бир хәвәрдә қәшқәр шәһири ават йезиси қалуқ кәнтидә “шинмиң дадав” кийим тикиш завути қурулуп, кәнттики 45 кәнт аһалисиниң бу завутта ишләватқанлиқи хәвәр қилинған вә бу хәвәрниң сүритидә уйғур аял ишчилар көрситилгән. 

Чәтәлләрдики нурғун мустәқил кишилик һоқуқ вә хәвәр органлири болса уйғур елидики бундақ аталмиш “кәнткә маканлашқан завут-карханилар” ниң әмәлийәттә хитай һөкүмити йолға қоюватқан “мәҗбурий әмгәк” лагерлири икәнликини билдүрмәктә.

Германийәлик мутәхәссис адриян зенз бу һәқтә мәхсус издиниватқан тәтқиқатчиларниң бири. У бу һәқтә америка дөләт мәҗлисидә сөзлигән бир доклатида “хитай һөкүмити лагерларни тақиғанлиқи, лагер тутқунлириниң қоюп берилгәнликини илгири сүрсиму, әмәлийәттә уларниң мушу хилдики завут-карханиларда давамлиқ мәҗбурий әмгәккә селиниватқанлиқини, хитай мәҗбурий әмгәккә селиватқан уйғурлар қатарида 40 яштин 75 яшқичә болған оттура вә чоң яш кишиләр барлиқи вә буларниң асаслиқи аяллар икәнлики” һәққидики пакитларни көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.