Уйғур елидики музлуқларниң тез сүрәттә ериватқанлиқи мәлум

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.08.08

Хитайниң шинхуа тори, тәңритағ тори қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридин қариғанда, уйғур елидики кичик музлуқларниң ериш сүрити тез болмақтикән.

Хитай пәнләр академийәсиниң “шинҗаң тәңритағ музлуқи дөләт дала илмий көзитиш тәтқиқат понкити” бу һәқтә елан қилған әң йеңи тәтқиқат доклатида “кәлгүсидә мәйли қайси хил килимат болушидин қәтийнәзәр, ғәрбий шималдики қурғақ районларда көлими 0.5 Кивадрат километирдин кичик болған музлуқларниң 21-әсирниң оттурилирида ерип йоқилишқа башлайдиғанлиқи, 21-әсирниң ахириға барғанда болса көлими 2.0 Кивадрат километирдин кичик музлуқларниңму йоқилидиғанлиқи, көлими 10 кивадрат километирдин кичик болған музлуқларниң қалдуқ муз миқдариниң 30 пирсәнттин төвән болуши мумкин” лики билдүрүлгән.

Хәвәрдә музлуқларниң ерип кетишидики асаслиқ сәвәб “йәршари килиматиниң иссип кетиши” дәп көрситилгән. Хитайниң 2-қетимлиқ музлуқ мундәриҗә түзүш санлиқ мәлуматиға асасланғанда, уйғур илида һазир сақлиниватқан музлуқ 20 миң 695 парчә болуп, хитайдики музлуқ саниниң 42.6 Пирсәнтини игиләйдикән.

Уйғур елидики музлуқларниң ерип кетишкә йүзлиниватқанлиқи чәтәлләрдики мутәхәссисләрму күчлүк диққәт қиливатқан бир тема иди. Америка дөләтлик пән-техника тәтқиқат фонди қармиқидики “музтағ мәркизи” намлиқ тәтқиқат орни 2018-йили елан қилған бир доклатида уйғур елидики асаслиқ су мәнбәси болған музлуқлар һазирқи мушу сүрәт бойичә ерисә, кәлгүси 50 йилда ерип түгиши мумкинликини оттуриға қойған.

Чәтәлләрдики бир қисим муһит қоғдиғучилар вә мутәхәссисләр, җүмлидин вашингтон шәһиридики “вилсон мәркизи” илгири мушу мәсилидики баянлирида хитай һөкүмитиниң уйғур елидә шиддәт билән кан байлиқлирини қезиши, кәң көләмлик көмүр, төмүр, мис канлирини ечип, көмүр-газ завутлирини қуруши қатарлиқларниң муһитни еғир дәриҗидә булғап, һава килиматиниң иссип кетишини тезлитиватқанлиқини билдүрүп кәлгән иди.

Юқиридики доклатта баян қилинишичә, уйғур елидики музлуқларниң ериши вә қурғақчилиқ апити уйғур ели йүзлиниватқан әң зор хәвп болуп, буниң ақивитини җәзмләштүрүш қийин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.