Уйғур ели даирилири “муқимлиққа тәһдит пәйда қилғуси әһваллар” ни паш қилидиған үндидар суписи қурған

Мухбиримиз ирадә
2019.01.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Уйғур аптоном район даирилири үндидарда “террорлуқ” вә “хәвпсизлик” кә четилидиған вәқәләрни паш қилидиған бир супа тәсис қилған.

Җуңго хәвәрләр ториниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, “тинчлиқ өйи” дәп исим берилгән бу үндидар суписи арқилиқ уйғур елиниң муқимлиқиға тәһдит көрситиватқан һәрқандақ бир әһвал һәққидә учур йәткүзгәнләр 200 йүән билән мукапатлинидикән. юқириқи бу мунбәр уйғур аптоном районлуқ даириләр илгири сүрүватқан “террорлуққа қарши хәлқ уруши” ниң бир парчиси болуп һесаблинидиған болуп, даириләр нөвәттә әтигәнлик байрақ чиқириш мурасимлири вә төвәнгә чүшкән кадирлар арқилиқ барлиқ аммини бу үндидар суписини қошувелишқа үндимәктикән.

Уйғур аптоном районлуқ даириләр 2017-йилиниң башлирида бу хилдики паш қилиш еланлирини көпләп тарқатқан. Һәрқайси йәрлик органларму өз алдиға мана мушундақ паш қилиш супилирини тәсис қилған вә һәр бир учурниң қиммитигә қарап 500 милйон йүәнгичә мукапат бекиткән иди.

Хитай һөкүмитиниң мана мушу усуллар билән уйғур елидә икки милйондин ошуқ кишини лагерға қамиғанлиқи, лагер сиртидикиләрниңму қаттиқ қамал астида яшаватқанлиқи мәлум болуватқан бир шараитта даириләрниң йәнә немә үчүн бундақ бир мунбәрни тәсис қилғанлиқи намәлум. Бирақ чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр буниң тәшвиқат мәқсити барлиқини, чүнки хитайниң уйғур елидә йүргүзүватқан сиясәтлирини у йәрдә “террорлуқ тәһдити” барлиқини илгири сүрүш арқилиқ ақлаватқанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.