Хитай 127 дөләт билән өз‏-ара виза кәчүрүм қилған, әмма уйғур елида паспорт йиғивелиш давамлашмақта

Мухбиримиз қутлан
2016.11.07

Игилинишичә, хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң муавин министири хваң миң 24-өктәбир күни хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиға чеградин чиқиш-киришни башқуруш һәққидә доклат бәргән.

Хәлқ ториниң бу һәқтики хәвиригә қариғанда, 2015-йили хитай чеграсидин киргән вә чиққанларниң омумий сани 520 милйон адәм/қетимға йәткән. 2016-Йилиниң алдинқи йеримида хитай чеграсидин киргән-чиққанларниң сани 270 милйон адәм/қетимға йәткән.

Хәвәрдә дейилишичә, хитай һазирғичә 127 дөләт билән виза кәчүрүм қилиш келишими имзалиған. Хитай җамаәт хәвпсизлики министирлиқиниң муавин министири хваң миңниң доклатида мундақ дейилгән: “һазир җуңгониң мутләқ көп қисим районлиридики аһалиләр пәқәт кимлик вә рәсим биләнла паспортқа илтимас суналайду. Шәхсий иш билән чеградин чиқиш-кириш гуваһнамиси беҗиргәнләрниң сани 120 милйонға йәтти. Җуңго пуқралириниң саяһәт қилип баридиған дөләтлириниң даириси 153 гә кеңәйди.”

Һалбуки, уйғур аптоном районлуқ сақчи органлири йеқинда һәрқайси вилайәт вә наһийәләрдә аһалиләрниң паспортини йиғивелиш һәққидә җиддий уқтуруш тарқатқан. Уйғур елиниң қәшқәр, хотән, ақсу вә ғулҗа қатарлиқ җайлиридин елинған учурлардин қариғанда, даириләр паспорт йиғишни башлиған. Бу әһвал чәтәлгә туғқан йоқлаш, оқуш, сода-тиҗарәт яки саяһәт билән чиқишни ойлишиватқан көплигән йәрлик уйғур пуқралирини әндишигә салмақтикән.

Көзәткүчиләр, хитай муавин җ. Х. Министири хваң миңниң “җуңгода паспорт елиш вә чеградин кирип-чиш рәсмийәтлири асанлашти” дегән баянати пәқәтла хитай өлкә, шәһәрлиригә қаритилған. Уйғур вә тибәт аптоном районлирида бу рәсмийәтләр әмәлийәттә бурунқидинму қийинлашмақта,” дәп һесаблимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.