Уйғур районидики наһийәләргә сақчи вә “идийәви тәрбийә йетәкчиси” қобул қилиш давамлашмақта

Мухбиримиз әркин
2019.03.04

Хитай даирилири уйғур районидики наһийәләргә сақчи вә “идийәви тәрбийә йетәкчиси” қобул қилиш елани чиқирип, аманлиқ вә идийәви контроллуқ җәһәттики бошлуқни толдурушни давамлаштурмақта.

Йеқинда байинғолинниң лопнур вә чақилиқ наһийәси уқтуруш чиқирип, сақчи вә йеза яшлириниң “идийәви тәрбийә йетәкчиси” қобул қилидиғанлиқини елан қилған.

Мәлум болушичә, чақилиқ наһийәси мәзкур наһийәниң җ х орунлириға 100 нәпәр хизмәтчи, лопнур наһийәси 14 нәпәр “йеза яшлириниң идийәви тәрбийә йетәкчиси” ни қобул қилидикән. Лекин хәвәрдә, уларниң конкрет қандақ вәзипә атқуридиғанлиқи тилға елинмиған.

Чақилиқ наһийәси юқириқи уқтурушниң “партийә 19‏-қурултийиниң роһини изчиллаштуруп, иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик әминликини ишқа ашуруш тәлипигә бинаән” чиқирилғанлиқи, лопнур наһийәси “областниң йеза яшлириниң идийәви тәрбийә йетәкчилирини қобул қилиш хизмити һәққидики уқтуруши” ға бинаән 14 нәпәр йетәкчи қобул қилиш тәстиқланғанлиқини билдүргән. Лекин бу пәқәт, бу йилниң дәсләпки 3 ейида байинғолин областидики һәр қайси наһийәләргә қобул қилинған хадимларниң аз бир қисми халас.

Уйғур кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити зиялий, кадир, диний зат вә кәспий хадимларниң өз ичигә алған 2 милйондәк уйғур, қазақ вә башқа мусулман хәлқләрни лагерларға қамап, уларниң орнини хитайлар билән тоштурмақта икән.

Чақилиқ вә лопнур наһийәлириниң уқтуруши байинғолин области аталмиш “қара гуруһлар” вә “рәзил күчләр” ни омумий йүзлүк тазилаш һәрикити қозғиған бир вақитта чиқирилған.

Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, мәзкур һәрикәтниң нишани “икки йүзлимичи” кадирлар, диний затлар, әрздарлар, ианә топлиған хәйр-сахавәтчиләр, асаси қатламға суқунуп киривалған аталмиш “бөлгүнчи” күчләргә қаритилған икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.