Хитай саяһәт орунлири хитайларға пул берип уйғур районини саяһәт қилдурушни башлиған
2021.04.09
Хитай таратқулириниң йеқинда чиқарған хәвиридин мәлум болушичә, хитайниң җеҗяң өлкиси тәйҗу шәһири 8 милйон йүән “шинҗаңға ярдәм бериш мәблиғи” аҗритип, “2021-йиллиқ тәйер шинҗаң саяһити” пиланини йолға қойған. Бу пилан бойичә җеҗяң тәйҗо шәһиридин ақсудики арал шәһиригә саяһәткә баридиғанларға 1000 йүән ярдәм берилидикән.
Бу паалийәт 2021-йил 4-айниң 1-күнидин башлинип, 2021-йил 12-айниң 31-күни ахирлишидикән. Бу җәрянда хитай саяһәтчиләр ақсуниң арал шәһиригә берип бир һәптә саяһәт қилидикән. Хәвәрдә ейтилишичә, өткән йилиму тәйҗу саяһәт ширкити “миң кишилик арал саяһити” уюштурған болуп, “үнүми алаһидә яхши” болған икән.
Тәһлилчиләрниң қаришичә, ичкири хитайдики саяһәт орунлири бундақ саяһәтләрни пиланлашта хитай һөкүмитиниң қоллишиға еришкән болуп, хитайларни уйғур райониға көпләп җәлп қилиш үчүн уларға пул берип яки баһада етивар берип бу районни саяһәт қилдуридикән. Хитайларниң бу район һәққидә шәкиллинип қалған аллиқандақ вәһимилирини йоқитип, уларниң көңлини хатирҗәм қилиш вә бу районға көчүшкә қизиқтуруш үчүн барлиқ чариләрни ишқа салидикән.









