Хитай, уйғур районидики саяһәтчиләр қетим санини дөләт хираҗити билән йүксәлдүргән

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.12.21

Уйғур районида 2013-, 2014- вә 2015-йиллири арқа-арқидин йүз бәргән шиддәтлик қаршилиқ һәрикәтлири районға келиватқан хитай саяһәтчиләрниң санини азайтқан вә бу вәзийәт әйни хитай ахбаратлирида хәвәр қилинған иди.

Бүгүн хитайниң тәңритағ торида хәвәр қилинишичә, хитайниң уйғур райониға аталмиш нишанлиқ ярдәм бериш вәзиписини үстигә алған өлкә, шәһәрлири бу йил мәхсус саяһәт пойизи вә айропилани аҗритип, уйғур райониға саяһәтчи әвәткән. “саяһәтчиләрни шинҗаңға йәткүзүш” дегән намда елип берилған бу сәпәрвәрлик нәтиҗисидә 153 қетим мәхсус пойиз қатниған. Һөкүмәт қоли вә дөләт хираҗити билән тәшкилләнгән бу саяһәтчиләр қетим сани 110 миңға йәткән. Мәлум болушичә бу сәпәрвәрлик 2015-йили 7-айда бейҗиңда ечилған “мәмликәтлик саяһәт арқилиқ шинҗаң ярдәм бериш хизмәт йиғини” ниң роһиға асасән қозғалған.

Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайда парихорлуққа қарши туруш долқуниниң бир чариси сүпитидә дөләт хираҗити билән саяһәт қилиш чәклиниватқан бир мәзгилдә, уйғур райониға қарита саяһәтниң дөләт хираҗити билән риғбәтләндүрүлүши вә тәшкиллиниши уйғур районидики алаһидә сиясий вәзийәтни йәнә бир нуқтидин йорутуп бәрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.