Уйғур районида әскәрликтин чекингән хитай һәрбийлиригә мулазимәт қилиш баш әтрити қурулған
2023.09.05
“шинхуа тори” ниң 5-сентәбир күни чиқарған хәвиригә қариғанда, йеқинда уйғур районида “сәптин чекингән һәрбийләр мулазимәт қилиш баш әтрити” , шундақла пүткүл район тәвәсидә мушу хил мулазимәт қилидиған 14 тармақ әтрәтни қурған.
Хәвәрдә ейтилишичә, уйғур районида сәптин чекингән, дәм елишқа чиққан һәрбийләр 50 миңдин көп болуп, улар үчүн 2439 мулазимәт әтрити қурулған. Улар асасән хитай пуқралири вә һөкүмәтниң қоллиши билән қурулған һәмдә “хәлқ өзиниң армийәсини һимайә қилиду” дегән шоар астида пидаийларчә һәрикәт елип барған. Хитай һөкүмити бу қетим барлиқ әтрәтни ихчамлап, тәшкиллик, системилиқ һалға кәлтүргән вә уларни “компартийәгә мәңгү әгишип маңидиған қошун” қилмақчи болған.
Хәвәрдә дейилишичә, 2018-йили уйғур аптоном районида әскәрликтин чекингән хитай һәрбийлириниң ишлирини бир тәрәп қилидиған мәхсус бир назарәт дәриҗилик орун қурулған. Мәзкур назарәтниң назири йү довшиң, “сәптин чекингән һәрбийләр мулазимәт қилиш баш әтрити” ниң әскирий сәптин чекингән хитай һәрбийлирини шу җайға йәрләштүрүш, районлаштуруш, шундақла җиддий әһваллар көрүлсә, уларни тәшкилләп ишқа селиш вәзипилириниң барлиқини тилға алған.
Уйғур райони хитайниң һәрбий җәһәттин әң күчлүк қамал қилидиған районлиридин бири болуп, рәсмий һәрбий қошундин башқа йәнә биңтүән әскәрлириниң йерим һәрбий һаләттә туридиғанлиқи мәлум. Бу һәрбийләрниң турмушиға көңүл бөлүш хитай һөкүмитиниң муһим вәзипилиридин биригә айланған.
Америкадики анализчи илшат һәсән биңтүәнниң роли һәққидә сөз болғанда, хитайниң һәмишә қери әскәрлириниң шанлиқ иш-излирини тәшвиқ қилидиғанлиқини, коммунист хитайниң бу райондики ишғалийитиниң давам қилиши үчүн һәрбийләрниң бу районда “мәңгү йилтиз тартиши” ни сиясәт қилип бәлгилигәнликини ейтқаниди.