Уйғур дияриниң һәрқайси җайлирида “партийә қурулуши” ниң техиму күчәйтилидиғанлиқи мәлум болмақта

Мухбиримиз әзиз
2020.01.15

Хитай һөкүмити башқуришидики “тәңритағ тори” ниң 14-январдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари чен чуәнго шу күни ечилған “2019-йиллиқ вилайәт-област-шәһәр партком секретарлириниң асасий қатлам партийә қурулушини тутуш әһвалини баһалаш йиғини” ға қатнашқан һәмдә муһим “йолйоруқ” бәргән.

Чен чуәнго йиғинда “ши җинпиңниң шинҗаң хизмити һәққидики муһим көрсәтмилирини қәтий иҗра қилиш” ни алаһидә тәкитлигән. Шуниң билән биргә һәрқайси партком секретарлиридин “партийәниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истратегийәсини еғишмастин иҗра қилип, иҗтимаий муқимлиқ вә узақ мәзгиллик әминликкә капаләтлик қилиш” ни тәләп қилған. Шу қатарда келәрки хизмәт йилида чиң тутуп ишләшкә тегишлик йәттә түрлүк хизмәт вәзиписини бәлгиләп, буниңдин кейинки “партийә қурулуши” хизмитидә йеңи бөсүш яритишни тәкитлигән.

Мәлум болушичә, уйғур диярдики һәр дәриҗилик һакимийәт орунлирида партийә рәһбәрлики һәрқачан хитай кадирлириниң қолида болуп кәлгән. Бир қисим анализчилар бу һәқтә пикир қилип, бу хилдики “партийә қурулуши” ни күчәйтиш чақириқиниң өткән бирнәччә йилдики сиясий боран-чапқунда аман қалған аз сандики уйғур рәһбирий кадирларни йоқитишни өз ичигә алған йеңи бир бастурушниң бишарити болуши мумкин, дейишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.