Ваң яң уйғур районини көздин кәчүрүп, “партийәниң шинҗаң сиясити” ни тәврәнмәй иҗра қилишни тәләп қилған

Мухбиримиз җәвлан
2022.03.23

Хитай сиясий бюросиниң даимий һәйәт әзаси, хитай хәлқ сиясий кеңишиниң рәиси ваң яң йеқинда уйғур районини көздин кәчүрүп, хитай компартийәсиниң йеңи дәврдики “шинҗаңни идарә қилиш истратегийәси” ни яхши тонуш вә омумйүзлүк әмәлийләштүрүш керәкликини тәкитлигән.

Ваң яң 18-марттин 22-март күнигичә үрүмчи, қәшқәр, хотән қатарлиқ җайлардики йеза-кәнт, мәһәллә, мәктәп, кархана вә мәсчитләрдә “тәкшүрүп тәтқиқ қилиш” елип барған, 5 йилдин бери бу районда террорлуқ вәқәсиниң йүз берип бақмиғанлиқини махтиған һәмдә кадирлар вә аммидин “ши җинпиң идийәсигә садиқ болуп, шинҗаңниң узун муддәтлик муқимлиқи вә тәрәққиятини сақлаш” ни тәләп қилған.

Ваң яң йәнә “партийәниң дин сияситини изчиллаштуруш, диний ишларни қанун бойичә башқуруш, шинҗаңдики ислам динини хитайчилаштурушни илгири сүрүш, биңтуәнниң җәнубта кеңийишини давамлаштуруп, йәрлик билән биңтуәнниң қошулушини тезлитиш” һәққидә йолйоруқ бәргән.

Анализчиларниң қаришичә, русийә-украина кризиси давам қиливатқан, русийәни давамлиқ қоллаш-қоллимаслиқ мәсилисидә қийин таллашқа дуч кәлгән хитай һөкүмити һазир “бир бәлвағ бир йол” дики мәнпәәтини қоғдап қелиш үчүн, бу йолниң муһим түгүни болған уйғур районини контрол қилишни давамлиқ күчәйтидикән һәм 5 йилдин бери “террорлуққа қарши туруш” намида йүргүзүп кәлгән қирғинчилиқ сияситини давамлаштуридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.