Ма шиңруйниң йеза-игиликини чиң тутуш һәққидә йолйоруқ бериши алаһидә диққәт қозғиди
2022.03.23
Уйғур аптоном районлуқ парткомниң секретари ма шиңруй 22-март күни қәшқәр вилайитидә тәкшүрүштә болған. Бу җәрянда у қәшқәр вилайитиниң әтиязлиқ терилғуға тәйярлиқ қилиш хизмитини сүрүштә қилған һәмдә “партийә мәркизий комитетиниң йеңи дәвридики шинҗаң хизмити истратегийәсини толуқ изчиллаштуруш үчүн йеза-игилик ишләпчиқиришини чиң тутуш” тоғрисида муһим йолйоруқ бәргән. Бу қетимқи тәкшүрүшкә уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә парткомниң муһим каттибашлириниң һәммиси һәмраһ болған.
Хитай һөкүмитиниң башқуришидики “тәңритағ” ториниң 22-марттики хәвиридә ейтилишичә, нөвәттә қәшқәр вилайити йеза-игилик ишләпчиқириши вә бақмичилиқ қурулушини зор күч билән раваҗландуриватқан болуп, шу қатарда “милйон туяқлиқ сортлуқ қой фермиси” қурулуши җиддий давам қилмақта икән. Ма шиңруй қәшқәр шәһири вә башқа наһийәләрни көздин кәчүрүш җәрянида әтиязлиқ терилғуниң вақтини қолдин берип қоймаслиқ, йеза хизмитини толуқ изчиллаштуруп йеза-игилик ишләпчиқиришиниң муқим ешишиға капаләтлик қилишни алаһидә җекилигән.
Хитай һөкүмитиниң йеқинқи хәвәрлири уларниң уйғур диярини әң чоң ашлиқ вә бақмичилиқ базисиға айландуруш һәмдә шу арқилиқ хитайниң бу җәһәттики еһтияҗлирини қамдашни көзләватқанлиқидин мәлумат бәргән иди. Шу қатарда уйғур дияриниң хитайдики әң чоң чошқа бақмичилиқ базиси болуш алдида туриватқанлиқи һәр саһәниң зор диққитини қозғиған иди.
Мәлум болушичә, хитай дунядики әң чоң ашлиқ импорт қилғучи дөләтләрниң бири болуп, өткән йиллардики таҗисиман вируси, дуняниң хитай билән болған мунасивитидә көрүлүватқан йириклишиш һәмдә хитай һөкүмитигә қаритилған түрлүк иқтисадий җаза тәдбирлири хитайда йеқин кәлгүсидә ашлиқ қәһәтчиликини кәлтүрүп чиқириши мүмкин, дәп қаралмақта икән. Әмдиликтә ма шиңруйниң йеза-игиликини чиң тутушни бир түрлүк зор сиясий вәзипә қатарида тәкитлиши, бу җәһәттики бәзи ичкий әһваллардин бишарәт, дәп қариливатқанлиқи мәлум.