Хитай даирилири уйғур елиниң 2035-йилғичә болған узун мәзгиллик тәрәққият пиланини елан қилған
2021.06.07
Хитай даирилири уйғур елиниң 14-бәш йиллиқ вә 2035-йилғичә болған узун мәзгиллик иқтисадий-иҗтимаий тәрәққият пиланини елан қилип, хитайниң сияситидә өзгүрүш болмайдиғанлиқи, униң “шинҗаңни башқуруш стиратегийәси” вә “бир бәлвағ бир йол” ниң түгүнигә айландуруш пилани давамлиқ изчиллаштуридиғанлиқини елан қилған.
Даириләрниң көрситишичә, хитайниң 2016-йилдин 2020-йилғичә болған 13-бәш йиллиқ пилани “шинҗаң тарихидики абидә характерлик һәл қилғуч басқуч” болуп, бу униң юқириқи пиланни әмәлгә ашуруши үчүн “иҗтимаий муқимлиқ вә узун муддәтлик әминлик билән тәминлигән.”
Хитайниң бу пилани ғәрбтики бәзи дөләтләр хитай һөкүмитиниң уйғур елида бир милйон 800 миңдәк кишини лагерларға қамап, уйғурларға “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйибләнгән, шундақла хитайниң бу сияситини дәрһал тохтитип, барлиқ тутқунларни қоюп беришни тәләп қиливатқан мәзглдә елан қилинған.
“тәңритағ” ториниң ашкарлишичә, хитайниң пилани уйғур елини хитайниң дөләт ичигә қарита ечиветишни давамлиқ кеңәйтиш, биңтуәнниң ролини давамлиқ күчәйтиш, исламни хитайлаштуруш, “җоңхуа миллити ортақ тонуши” ни техиму ишқа ашуруш икән.
Хәвәрдә хитайниң 14-бәш йиллиқ пилани вә 2035-йилғичә болған узун мәзгиллик нишани һәққидә тохтилип, бу мәзгилдики нишанниң “санаәтлишиш, учурлаштуруш, шәһәр-базарлаштуруш, деһқанчилиқни заманивийлаштурушниң йеңи түрлирини асасән әмәлгә ашуруш, заманиви иқтисадий система бәрпа қилиш, мәдәнийәт билән озуқландурушни ишқа ашуруш” икәнлики тәкитләнгән.









