Хитай даирилири ниңшя парткоминиң даимий әзасини уйғур аптоном райониға йөткәп кәлгән

Хитай даирилири ниңшя туңган аптоном районлуқ парткомниң даимий әзаси, йинчүән шәһриниң партком секритари җаң җуни йеқинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий әзаси қилип йөткәп кәлгән.

Хитай даирилири ниңшя туңган аптоном районлуқ парткомниң даимий әзаси, йинчүән шәһриниң партком секритари җаң җуни йеқинда уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий әзаси қилип йөткәп кәлгән. Лекин хитай таратқулирида униң уйғур райониға йөткәп келиниш сәвәби вә конкерт қандақ вәзипә әйдиғанлиқи тилға елинмиған. Буниң алдида, йәни бу йил 3-айда америка, канада, әнгилйә вә явропа иттипақи җу хәйлүн, ваң җүнҗең, чен миңго, ваң миңшән қатарлиқ уйғур аптоном райониниң төт нәпәр йоқири дәриҗилик хитай әмәлдариға уйғурларни баштурушта ойниған роли сәвәблик җаза елан қилған иди.

Уларниң ичидики ваң җүнҗеңму техи буниңдин икки йил аввал уйғур елиға йөткәп келингән иди. Хитайниң бу қетимлиқ әмәлдар йөткишиниң имбаргодин кейинла елип берилиши диққәт қозғиди. Хитайдики “малийә хәвәрлири” ториниң ашкарлишичә, ниңшяда туғулған 53 яшлиқ җаң җу техи 7 аввал йинчүән шәһриниң партком секритарлиқиға өстүрүлгән болуп, у нөвәттә уйғур аптоном районлуқ парткомниң әң яш даимий әзаси икән. Җаң җу йеқинқи 3 йил ичидә уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий әзалиқиға ниңшядин йөткәп келингән 2-әмәлдар икән.

Даириләр 2018-йили 9-айда ниңшя парткоминиң даимий әзаси җи җеңни уйғур аптоном районлиқ парткомниң даимий әзалиқиға йөткәп келип, тәшкилат бөлүминиң башлиқлиқиға тәйинлигән. Бирақ у кейинки йили 12-айда бейҗиңға йөткәп кетилгән иди. Җаң җу хитай һөкүмити хәлқара уйғурларда “ирқий қирғинчилиқ” қилиш билән әйиблип, хитайни җавабкарлиққа тартиш садалири күнсери күчийиватқан һалқилиқ бир вақитта уйғур райониға йөткәп келингән.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org