Хитай даирлири үрүмчидә хәлқ қурултийиниң асаси қатлам мәсуллириға тәрбийәләш курси ачқан

Мухбиримиз әркин
2018.12.07

Хитай даирлири уйғур аптоном районида йеқиндин бери асаси қатлам һөкүмәт хадимлириға вә хәлқ қурултийи мәсуллириға арқа-арқидин тәрбийәләш курслирини ечип, буниңдин кейинки асаси қатлам хизмитини қандақ ишләш тоғрисида орунлаштуруш елип бармақта. “шинҗаң гезити” ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 6‏-ноябир күни үрүмчидә йеза, базарлиқ хәлқ қурултийи мәсуллирини вә йәрлик иш башқармилиридики хәлқ қурултийи хизмәт комитетиниң мудирлирини тәрбийәләш курсиға орунлаштуруп, нөвәттики йеңи вәзийәттә бейҗиң һөкүмитиниң “шинҗаңни башқуруш баш нишани”, аптоном районлуқ парткомниң бу нишанни әмәлгә ашуруштики орунлаштурушини қандақ иҗра қилиш тоғрисида йолйоруқ бәргән.

Буниң алдида даириләр уйғур аптоном районидики алтай, чөчәк бөртала, санҗи қатарлиқ вилайәт, област вә шәһәрниң кәнт, иҗтимаий районлиридики асаси қатлам кадирлириға ғулҗа наһийәсидә тәрбийәләш курси ачқан. 6‏-Ноябир өткүзүлгән йиғинда уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң мудири шавкәт имин сөз қилип, асасий қатлам хәлқ қурултийи мәсуллириниң “йеңи вәзийәттики хәлқ қурултийи хизмитиниң асаслиқ вәзиписини яхши ишләш, йеңи дәврдики йеңи вәзипә, йеңи тәләпләргә йүзлиниши керәклики” ни тәкитлигән. 

Бу курс хәлқара җәмийәтниң диққити уйғур районидики йиғивелиш лагерлириға мәркәзлишип, хәлқара җәмийәт бу лагерларни тәкшүрүшни қаттиқ тәләп қиливатқан бир вақитта ечилған. 

“шинҗаң гезити” ниң хәвиридә, шавкәт имин йиғинда тилға алған йеңи дәврдики йеңи вәзипә вә йеңи тәләпләрниң немә икәнлики чүшәндүрүлмигән. Әмма йәрлик аһалиләрниң мухбиримизға билдүрушичә, нөвәттә даириләр районда йәрлик органларни вә асаси қатлам хадимлирини сәпәрвәр қилип, тәшвиқат тахтилирини өзгәртиш вә пуқраларға хәлқара тәкшүргүчиләр келип қалса немә, дәп җаваб бериш һәққидә “тәрбийә елип бармақта” икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.