Уйғур дияридики “тәрбийәләш” мәркәзлириниң давам қиливатқанлиқи диққәт қозғимақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.08.08

Хитай һөкүмити йеқинқи мәзгилләрдә уйғур дияридики “бәхтиярлиқ вә инақ җәмийәт” һәққидики тәшвиқатини изчил күчәйтиватқан болуп, бу һал уларниң уйғур дияридики “кәспий тәрбийәләш мәркизи” намида ечилған лагерларниң тақалғанлиқи һәққидики баянатлириға яндишип келиватқанлиқи мәлум. Әмма йеқинқи хәвәрләр уйғур дияридики лагер системисиниң изчил давам қиливатқанлиқини көрсәтмәктә.

Хитай башқурушидики “шинҗаң гезити” ниң 8-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт шу күни ечилған “ишқа орунлаштурушни алға сүрүш” темисидики йиғинда, 2023-йилиниң алдинқи йеримида “бир йерим милйон адәм қетимлиқ кәспий тәрбийәләш вәзиписини 128 пирсәнтлик үнүм билән тамамлиди. Буниң билән 1.93 Милйон адәм қетимдин көп кәспий тәрбийәләш ишқа ашти” дәп җакарлиған. Шундақла бу хилдики “кәспий тәрбийәләш” тә түрлүк маһарәтләрни өгинип чиққанларниң нөвәттики “адәм байлиқини қезиш” тәлипини қандурушта ачқучлуқ рол ойниғанлиқини билдүргән.

Хитай контроллуқидики “тәңритағ тори” ниң 8-авғусттики тәпсилий хәвиридә болса, “бу йилниң алдинқи йеримида 308 миң киши йеңидин ишқа орунлашти” дейилгән. Шундақла буниң 2023-йили 460 миң кишини ишқа орунлаштуруш пиланиниң бир қисми икәнлики әскәртилгән. Уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назаритиниң назири пәрһат җалал бу һәқтә әһвал тонуштуруп, “өткән йерим йилда биз ишқа орунлаштурушни тохтавсиз күчәйтип, һәрқайси саһәләрдики ишқа орунлаштуруш көрсәткүчини йеримидин ашуруп орунлашқа тириштуқ” дегән.

Хитай һөкүмитиниң уйғур диярини асаслиқ йеза игилик вә йеник санаәт ишләпчиқириши базисиға айландурушиға әгишип, “кәспий тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамалған кишиләрниң әрзан баһалиқ әмгәк күчи сүпитидә бу базиларда қурулған түрлүк завут-карханиларға ишчилиққа йөткиливатқанлиқи йеқиндин буян көпләп мәлум болған иди. Нөвәттә йүз миңлиған кишиниң “ишқа орунлаштуруш” намида һәрқайси завутларға тәқсим қилиниши, шуниңдәк “кәспий тәрбийәләш” ниң давам қиливатқанлиқи уйғур дияридики қирғинчилиқниң һелиһәм давамлишиватқанлиқини васитилик һалда әкс әттүриду, дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.