Ақсуда икки киши “ашқунлуқ” вә “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблинип тутқун қилинған
2021.03.23
Ақсуда икки киши иҗтимаий таратқуларда “ашқунлуқ” қа аит язма вә рәсимләрни тарқитиш, “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилиш” билән әйиблинип тутқун қилинған. Шуниңдәк йәнә 43 ундидар топи “намувапиқ учурлар” ни тарқатқанлиқи үчүн тақиветилгән.
“тәңритағ тори” ниң хәвәр қилишичә, тутқунларниң бири өткән йили 18-ноябирда, йәнә бири бу йил 31-январда тутқун қилинған икән. Бу тутқунлар уйғур аптоном районлуқ тор-учур башқуруш ишханиси қатарлиқ орунлар 23-март елан қилған “қанун-түзүмгә хилап типик 12 дело” һәққидики уқтурушида тилға елинған.
Униңда тутқунларниң толуқ исми, миллити, конкирет әһвали тилға елинмиған болсиму, бирақ хәвәрдин бу иккәйләнниң уйғур икәнликини қияс қилиш мумкин. Хәвәрдә ейтилишичә, ақсулуқ тутқунлардин бири иҗдимаий таратқуларда “диний ашқунлуқ идийәси” тәрғип қилинған язма вә рәсимләрни тарқатқанлиқи, йәнә бири “миллий өчмәнликкә қутратқулуқ қилидиған”, “милләтләр иттипақлиқи” ға бузғунчилиқ қилидиған авазлиқ учурларни тарқатқанлиқи үчүн тутқун қилинған.
Хәвәрдә тутқунлардин “ашқунлуқ” қа аит учур тарқатқан шәхсниң “җинайи ишлар бойичә” қолға елинғанлиқи, “миллий өчмәнликкә қуртарқулуқ қилған” бирәйләнниң “мәмурий җәһәттин тутуп турулғанлиқи” тәкитләнгән. Хәвәрдә ейтилишичә, тақиветилгән 43 үндидар топи түрлүк язма, рәсим вә син көрүнүшлири арқилиқ көп қетим “намувапиқ учурлар” ни тарқитип, “яман тәсир” пәйда қилғанлиқи үчүн тақиветилгән икән. Хәвәрдә бу 43 үндидар топиниң “руай салун”, “күлқиз338”, “юмурчи0908” қатарлиқ топларни өз ичигә алидиғанлиқи тәкитләнгән. Әмма хәвәрдә бу топларни қурғучиларниң тәқдириниң қандақ болғанлиқи тилға елинмиған.