Уйғур районлуқ парткомниң университетларға тәкшүрүш гурупписи әвәтиши диққәт қозғиди
2016.12.27
Хитай хәлқ ториниң 27-декабир хәвиридә, уйғур аптоном районлуқ парткомниң қарариға асасән сиясий идийиви тәрбийә хизмитини вә компартийә интизамини түзәшни нишан қилған 1-түркүмдики тәкшүрүш гуруппилириниң райондики алий билим юртлиридин “шинҗаң университети”, “теббий университети” қатарлиқ 8 мәктәп вә аптоном районлуқ хәлқ ишлар идариси, сода-санаәт идариси қатарлиқ 10 орунға әвәтилгәнлики тилға елинди.
Хәвәрдә йәнә, һәрқайси университетларға әвәтилгән хизмәт гуруппилириниң йеқинда ечилған хитай мәмликәтлик алий мәктәпләр идийиви хизмәт йиғини вә уйғур аптоном районлуқ 9-нөвәтлик партком йиғининиң роһини әмәлийләштүрүшни мәқсәт қилғанлиқи, алий мәктәпләрдә мәвҗут болған компартийә интизамиға хилап қилмишларни түзәш вә бир тәрәп қилишни асасий вәзипә қилидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, паалийәтчилири вә вәзийәт анализчилири даириләрниң уйғур дияридики университетларда йеқиндин буян барғанчә күчәйтиватқан сиясий тәлим тәрбийә хизмитигә җиддий диққәт қиливатқан болуп, дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит әпәнди радийомизда өз қаришини баян қилип, “даириләрниң уйғур дияридики алий билим юртлирида сиясий идийиви тәрбийини тәкитлиши әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан сиясий, миллий вә диний бастурушиға қарита уйғурларда барғанчә күчийиватқан қаршилиқ кәйпиятидин әнсирәватқанлиқиниң ипадиси” деди.