Хитай даирилири уйғур диярида карантин тәдбирлирини қисмән бошитишқа башлиған

Мухбиримиз әркин
2020.08.28

Хитай даирилири аһалиләрниң қаттиқ наразилиқи астида үрүмчидики радикал карантин тәдбирлирини бәзи җайларда қисмән бошитишқа башлиған.

Даириләр 7-айниң оттурилиридин башлап үрүмчини карантин астиға елип, пүтүн шәһәрни қамал қилған. Гәрчә даириләр 16-авғусттин башлап районда юқуминиң тохтиғанлиқини елан қилған болсиму, лекин униң қамални изчил давамлаштуруши пуқраларниң наразилиқини қозғиған. Болупму райондики көчмән хитай аһалиләр хитай иҗтимаий алақә мунбәрлиридә наразилиқ билдүрүп, чәтәл таратқулириниң диққитини қозғиған. Йәрлик даириләрниң йәнә аһалиләргә бир хил намсиз суюқлуқни мәҗбури ичирүши, ичмигәнләрни җазалиши техиму пәйда қилғаниди.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт үрүмчидики бәзи районларда қамални қисмән бошутуп, пуқраларниң олтурақ район ичидә һәрикәт қилишиға йол қойған. Шәһәрлик һөкүмәтниң бу һәқтики уқтурушида “аһалиләр районлиридики талла базири, қулайлиқ дукан вә мевә-чевә дукканлириниң бәлгилик вақит ичидә ечишиға йол қоюлидиғанлиқи” тәкитләнгән.

Лекин хәвәрдә карантин тәдбирлириниң үрүмчидики қайси аһалиләр районлирида бошитилғанлиқи көрситилмигән. Хитайниң районда юқумға қарши қалланған тәдбири кишилик һоқуқ тәшкилатлиринигн қаттиқ тәндигә учрап кәлди. Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатлириниң тәтқиқатчиси ваң яңюниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити уйғур дияридики юқумға қарши тәдбирлиридә уйғурларни бастуруш, назарәт қилишта қолланған охшаш идийә вә вастиларни ишқа салған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.