Уйғур дияридики вирус юқуминиң йеңиваштин өрлиши әндишә қозғимақта
2022.11.21
Уйғур диярида таҗисиман вируси юқуминиң йеңиваштин әвҗигә чиқиватқанлиқи йеқиндин буян көплигән ахбарат йоллиридин мәлум болушқа башлиған болуп, хитай даирилириниң бу һәқтики учурлириму бивастә һалда бу йүзлинишни дәлиллимәктә.
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт елан қилған 21-ноябирдики юқум вәзийити доклатида ейтилишичә, шу күни йеңидин 893 кишигә аламәтсиз юқумдар, дәп диагноз қоюлған. Йеңидин көпәйгән вирус юқумдари 18 болған.
Хитай һөкүмитиниң 20-қурултийи мәзгиллидә хитайниң вирус юқуми һәққидики учурлири “чоң җәһәттин яхшилиниш вә контрол қилиш” ниң әмәлгә ашқанлиқини мәркәз қилған болса, әмдиликтә қурултай ахирлашқандин кейин вирус юқуминиң йеңидин юқури пәллигә көтүрүлүши һәққидики учурларниң оттуриға чиқиши, һәр саһә хәлқиниң бу мәсилигә болған түрлүк әндишилирини ашурушқа башлиди.
“америка авази” ниң 22-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, бейҗиң шәһридә һазир таҗисиман вирусиниң ямриши тездин өрләватқан болуп, мушу һәптиниң ахирида үч киши вирус сәвәбидин өлгән. Һөкүмәт даирилири болса нөвәттики вирус юқумини “әң мурәккәп, әң кәскин” дәп тәсвирләшкә башлиған. Әмма хитай тәвәсидики ямраш билән уйғур дияридики ямрашниң қандақ бағлиниши барлиқи һазирчә намәлум болуп турмақта.
Гәрчә илгири уйғур дияридики вирус юқуминиң контрол қилинғанлиқи һәққидә бир қатар хәвәрләр тарқитилған болсиму, түрлүк учурлар нөвәттә вирус юқуминиң хитай даирилири үчүн изчил әң чоң баш ағриқи болуватқанлиқини көрсәтмәктә. Җүмлидин уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмитиниң тор бетидә вирус юқумиға қарши турушниң нөвәттики “хәлқ уруши” болуп қалғанлиқи алаһидә йәр алған болуп, вирус юқуминиң әмәлийәттә тәшвиқат хәвәрлиридә ейтилғандинму еғир икәнлики тоғрисида түрлүк тәхминләр оттуриға чиқмақта.