Хитай даирилириниң 600 сомлуқ “вирустин қутқузуш ярдәм пули” көпләп тәшвиқ қилинмақта

Мухбиримиз әзиз
2022.11.21

Хитай башқурушидики “тәңритағ” ториниң 21-ноябирдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ баш ишчилар уюшмиси “вирус вабаси түпәйлидин турмуш вә хизмәттә қийинчилиқта қалғанларға ғәмхорлуқ қилиш” һәққидики хизмәтни башлиған һәмдә 36 миңдин артуқ кишигә 600 сом (83 доллар) дин “қутқузуш пули” тарқатқан.

Хәвәрдә бу пулға илтимас қилғанларниң 50 миңдин ешип кәткәнлики ейтилған болуп, бу пулға еришкәнләр вирус вабасида зиян тартқан ресторан хоҗайинлири, саяһәт вә қатнаш саһәсидикиләр, шуниңдәк йеза игилик мәһсулатлирини пишшиқлап ишләш вә тоқумичилиқ қатарлиқ саһәдики хоҗайинлар болған.

Хәвәрдә бу һал хитай һөкүмитиниң ғәмгузар тәбиитини намаян қилидиған һадисә сүпәтләнгән болсиму, үч айдин узун давам қилған “вирусқа қарши туруш қамали” да қанчилик уйғурниң ачлиқтин өлүп кәткәнлики, қаттиқ қоллуқ билән өлүк һалда иҗра қилинған қамал чарилириниң уйғур йәккә тиҗарәтчиләргә қанчилик зиян селивәткәнлики һәққидә бир еғизму сөз болмиған. Техиму муһими пүтүн хитай қаттиқ қамал ичидә туруватқанда уйғур дияридин тошулған ток, көмүр, тәбиий газ қатарлиқларниң нәччә йүз милйон хитай хәлқини қандақ тәмин әткәнлики тилға елинмиған.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң қаттиқ қоллуқ билән иҗра болған қамал чарилириға чидимиған бир қисим хитай пуқралири үрүмчи вә башқа шәһәрләрдә наразилиқ намайишиға чиққаниди. Хитай һөкүмитиниң ғәрб дунясидики “дөләт өзиниң пуқралириға ярдәм бериш” механизмини шәклән көчүрүп азғинә санда қутқузуш пули тарқитишидәк бу хил һадисә нөвәттә ашу хил наразилиқни пәскойға чүшүрүш урунушлириниң бири, дәп қариливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.