Уйғур районида юқум нисбити һәқиқәтән нөлгә чүштиму?

Мухбиримиз җәвлан
2022.12.21

Иҗтимаий таратқуларда чиқиватқан сүрәтлик вә видийолуқ хәвәрләргә қариғанда, хитай һөкүмити “юқумни нөлгә чүшүрүш” қамал сияситини әмәлдин қалдуруп, иқтисадни гүлләндүрүшни тәкитләватқан күнләрдә бейҗиңда юқум вәзийити еғирлишип, дора йетишмәсликтин өлгәнләр көпийип кәткән. Шеняң, шаңхәй, гуаңҗу қатарлиқ шәһәрләрдиму юқумдарлар көпәйгән, вирустин мудапиәлиниш үчүн талаға чиқмиғанлар йәнила көп санлиқ болған; дориларни булаң-талаң қилип сетивелиш, бесип йетивелиш вә өрлитип сетиш шамили әвҗ алған.

Мушундақ әһвалда “шинҗаң тори” өз тәшвиқатини күчәйтип, “хатирҗәм болуңлар! шинҗаң қәшқәрниң һәр қайси җайлирида дорилар йетәрлик, баһа муқим” дегән хәвәрни чиқарған. 21-Декабир күни елан қилинған бу сүрәтлик хәвәрдә мәкит, маралбеши, қағилиқ наһийәлиридики дориханиларда “төт хил дора”, давалаш вә вирустин мудапиәлиниш үскүнилириниң йетәрлик икәнлики, баһасиниң муқимлиқи вә еһтияҗи барларға нормилиқ сетип берилидиғанлиқи көрситилгән.

Униңдин башқа, хитайчә “тәңритағ тори” му 21-декабир күни буниңға мунасивәтлик хәвәр тарқитип, нуқтилиқ дохтурхана вә иккинчи, үчинчи дәриҗилик дохтурханиларда еғир кесәлләрниң давалиниши үчүн дохтур-сестираларниң йетәрлик сәпләнгәнлики, давалаш үскүнилири вә кариватларниң көпәйтилгәнликини тәшвиқ қилған.

Өткәнки хәвәрлиримиздә мәлум болғинидәк, хитай таратқулири уйғур районидики юқум әһвалиниң нисбәтән еғирлиқи вә бу вирус билән “узақ муддәтлик күрәш қилидиғанлиқи” һәққидә хәвәрләрни тарқатқаниди. Әмма мәзкур таратқулар һазир йеңидин көпәйгән юқумдарлар һәққидә һечқандақ учур бәрмигән, пәқәт хитай һөкүмитиниң йеңи ковид сияситини, йәни қамални бошитиш һәққидики маддилирини изчиллаштуруватқанлиқи, дохтурхана вә амбулаторийә мулазимитини күчәйтиватқанлиқи һәққидә хәвәр бәргән.

Йиллардин бери ичкири хитайда апәт болғанда уйғур райониниң аман қалмайдиғанлиқи, һәтта техиму еғир апәткә учрайдиғанлиқи тәкрарлинип кәлгән һадисә иди. Ичкири хитайда вирус апити еғирлишиватқан, өлүм-йетим көпийиватқан әһвалда нәччә айдин бери юқум апити үзүлмәй болуп турған уйғур районида юқум һәқиқәтән нөлгә чүштиму? бейҗиңдәк шәһәрләрдә дора-окуллар вә кариватлар йетишмәй, юқумдарлар өлүватқан әһвалда уйғур районида һәммә нәрсә тәл, шараитлар йетәрлик болуп кәттиму? һалбуки, мухбиримизниң ениқлишиға қариғанда, үрүмчидиму дора йетишмәслик әһвали көрүлүшкә башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.