Хитай су мәһсулатлири ширкәтлири мәкит наһийәсидә австралийә чоң раки йетиштүрүшкә башлиған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.07

Хитайниң шәндуң өлкисидики риҗав шәһиридин кәлгән су мәһсулатлири ширкити тәклимаканниң оттура қисмидики мәкит наһийәсидә австралийә чоң раки йетиштүрүшкә башлиған. Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, бу қурулуш түриниң 2020-йилдин башланғанлиқи қәйт қилинмақта. “хитай хәвәрлири” гезитиниң 5-өктәбир бәргән бу һәқтики хәвиридә, риҗав шәһиридики су мәһсулатлири ширкитиниң мәкит наһийәсигә хизмәт гурупписи әвәтип, австралийә чоң раки йетиштүрүшни синақ қилғанлиқи, “риҗав кәспий техника институти” билән елип барған синақлар арқилиқ, шорлуқ тупрақта австралийә чоң раки йетиштүрүшни ишқа ашурғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдин мәлум болушичә, 2020-йили башланған бу қурулуш түри 2021-йили 10-айда, чоң рак мәһсулатлириниң тунҗи базарға селиниши билән ғәлибилик болған.

Әмма хәвәрдә, бу қурулуш түригә риҗав шәһиридики қайси ширкәтләрниң мәбләғ салғанлиқи вә униң көлими һәққидә һечқандақ учур берилмигән. Һалбуки, бу қурулуш түри уйғур мәҗбурий әмгәк күчлирини ишлитиватқан хитай деңиз мәһсулатлири ширкәтлири мәкит наһийәсигә кеңәйдиму, дегән соални пәйда қилмақта. Америкадики белиқчилиқ ширкәтлирини назарәт қилидиған бир тәтқиқат орни, бу йилниң башлирида елан қилған доклатида, хитайниң шәндуң өлкиси риҗав шәһиридики деңиз мәһсулатлири ширкәтлириниң уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлиқини ашкарилиған. Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи бу йил 6-айда хитайниң шәндуң өлкисидики деңиз мәһсулатлири ширкити болған “риҗав мейҗя гуруһи” ни “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә қара тизимликкә киргүзүп, униң мәһсулатлириниң америка базириға киришини чәклигәниди. Нөвәттә, хитай су мәһсулатлири ширкәтлириниң мәкит наһийәсидә деңиз мәһсулатлирини йетиштүрүши тәклимаканниң оттура қисмидики су кәмчил болған, тәбиий муһити назук бу қурғақ наһийәниң, йәрлик био-екологийәсигә тәсир көрситип, йәрлик җанлиқ түрлириниң йоқилишини кәлтүрүп чиқиришидин әндишә қилинмақта. “хитай хәвәрлири” гезитиниң қәйт қилишичә, нөвәттә мәкит наһийәсидики чоң рак фермисида 480 әмгәк күчи ишләйдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.