Турпан шәһири бир түмәнгә йеқин аталмиш “ихтисас игиси” қобул қилған

Мухбиримиз сада
2019.06.12

11-Июн күни турпан шәһәрлик һөкүмәт торида районға аталмиш “ихтисас игилири” ни қобул қилиш һәққидә бир хәвәр бесилған.

Хәвәрдә дейилишичә, 2017-йилидин буян турпан шәһириниң маарип, қанун вә давалаш саһәлиригә қобул қилинған адәм 9892 нәпәр болуп, буниң ичидә хитайниң хунән өлкисидин қобул қилинған адәмла 1000 нәпәрдин артуқ болған.

Хәвәрдә йәнә йәрлик һөкүмәтниң бу аталмиш “ихтисас игилири” ни районда тутуп қелиш үчүн туралғу өй, хизмәт муһити вә башқа һәрқайси җәһәтләрдики параванлиқ сиясәтлирини күчәйткәнлики баян қилинған. Буниң типик мисали турпанға йеңидин 830 йүрүш туралғу бина салған.

Хитай һөкүмити өткән мәзгилдә уйғур дияридики уйғур яшларни аталмиш “йеза ешинча әмгәк күчи” намида хитай өлкилиригә йөткәп, охшаш бир вақитта хитай өлкилиридин хитайларни уйғур райониға йөткигән иди. Әмдиликтә хитай өлкилиридин миңлап, түмәнләп аталмиш “ихтисас игилири” ни уйғур дияриға йөткилиши диққәт қозғимақта.

Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң бу қилмиши райондики уйғур нопусини шалаңлаштуруп, хитай миллитини районниң асаслиқ аһалисигә айландуруш урунушиниң рошән ипадиси икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.