Хитайниң тибәттики бир һәрбий қисми хотән шәһиригә йөткәлгән

Мухбиримиз сада
2019.07.10

Йеқинда хитай азадлиқ армийәсиниң тибәт аптоном районидики бир һәрбий қисминиң зәмбирәкчиләр әтрити аталмиш һәқиқий “җәң маневири” өткүзүш намида уйғур аптоном райониниң хотән шәһиригә йөткәлгән.

Хитайниң һөкүмәт авази болған “йәршари вақти” гезитиниң 7-июлдики хәвиригә қариғанда, бу зәмбирәкчиләр әтрити икки әтрәткә бөлүнүп, бир-биригә қарши аталмиш “җәң маневири” елип баридикән. Бу “маневир” ниң ахирқи нишани һәрбий қошунниң һәқиқий җәң қилиш иқтидарини йетилдүрүш икән.

Хәвәрдин мәлум болушичә, хитай мәркизий телевизийә истансиси шу күни тибәт аптоном райониниң пайтәхти лхасадин айрилған бу зәмбирәкчиләр қисминиң хотән шәһиригә 10 күн бурунла кирип болғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән.

Хитай мәркизий телевизийә истансисиниң хәвиридә бу икки әтрәтниң кәлгүси бир нәччә күнләрдиму йәнә көплигән “маневир” ларни елип баридиғанлиқини, буниң ахбарат разведкиси, җәң пилани вә йирақ арилиқтин зәмбирәк арқилиқ оққа тутуш қатарлиқ мәшиқләрни өз ичигә алидиғанлиқи ейтип өтүлгән.

“йәршари вақти” гезитиниң хәвиридә чегра районлири болған тибәт вә уйғур районида һәрбий “маневир” ларниң елип берилиши хитай азадлиқ армийәсиниң дөләтниң земин пүтүнлүкини қоғдаш иқтидарини өстүрүшкә пайдиси болидиғанлиқи тилға елинған.

Йеқинқи мәзгилләрдә уйғур диярида зиярәттә болған вә шу йәрдә хизмәт қилидиған чәтәлликләр районни хитайниң һәрбий аптомобиллириниң қаплап кәткәнлики, танкиларниң даим учрап туридиғанлиқи, кочиларни чарлайдиған хитай һәрбийләрниң қораллирини есивалидиғанлиқи һәққидә радийомизға мәлумат бәргәниди. Әмдиликтә хитай таратқулирида юқириқидәк хәвәрләрниң елан қилиниши анализчиларниң диққитини қозғиди.

Уйғур көзәткүчилириниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғур районида аталмиш “җәң маневири” елип бериши, өз қораллиқ күчлириниң һәйвисини көрситиши “муқимлиқни қоғдаш” нами астида райондики йәрлик аммини, йәни уйғурларни һечқандақ наразилиқ инкаслирини билдүрәлмәй, өзигә мутләқ бойсунидиған һаләткә кәлтүрүш икәнликини оттуриға қоймақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.