Қәшқәрдә қурулған “ишқа орунлаштуруш мулазимәт мәркизи” дәсләпки қәдәмдә 10 миң хитайни ишқа алған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.07.23

Йиллардин бери ичкири хитайдин адәм әкелип, уйғур районидин “ешинча әмгәк күчлири” ни ичкири хитайға йөткәватқан хитай һөкүмити, үрүмчидә аптоном районлуқ “ишқа орунлаштуруш мәркизи” қурған болуп, қәшқәр қатарлиқ җайлардиму бу хил мулазимәт мәркәзлири қуруп, шәндуң қатарлиқ өлкиләрдин “техник хадимлар” ни қобул қилмақта икән.

“шинҗаң гезити” тори, “тәңритағ тори” ниң 23-июл чиқарған хәвиридин қариғанда, 7-айниң 22-, 23-күнлири қәшқәрдә “шәндуң-шинҗаң адәм күчи байлиқи орунлириниң ихтисаслиқларни толуқ ишқа орунлаштуруш йүрүшлүк паалийити” башланған. Шәндуң билән уйғур елиниң адәм күчи байлиқи назарити, шәндуң “шинҗаңға ярдәм бериш хизмити” қоманданлиқ шитаби, қәшқәр вилайәтлик мәмурий мәһкимә қатарлиқ орунлар бирлишип өткүзгән бу паалийәттә, хизмәт тәләп қилғучиларға 10 миңдин көп иш орни тәминләнгән.

Паалийәт мәзгилидә шәндуң өлкиси йәнә қәшқәрдә “алий мәктәпни пүттүргән оқуғучиларни ишқа орунлаштуруш базиси” қуруп, шәндуңдин давамлиқ “ихтисаслиқ хадим” маңдуруш йолини ачқан.

Уйғур аптоном районлуқ “ишқа орунлаштуруш мәркизи” мәсулиниң билдүрүшичә, бу қетимқи паалийәт уйғур ели билән ичкири хитайниң өзара адәм йөткәш тәҗрибисини алмаштуруш сәһниси болуп, “шинҗаң хәлқини ичкири хитайға берип ишләшкә, ичкири хитайдикиләрни шинҗаңға келип игилик тикләшкә илһамландуруш” мәқсәт қилинған икән.

Хитай һөкүмитиниң “шинҗаңдин адәм чиқириш, ичкиридин адәм киргүзүш” сиясити әслидә хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиңниң йолйоруқи болуп, адриян зензниң қәйт қилишичә, ши җинпиң 2014-йил қилған бир қетимлиқ сөзидә, уйғурларниң өз ана вәтинидә нопус җәһәттики үстүнлүкини аҗизлитиш үчүн уларни “йөткәп ассимилятсийә қилиш” ни қоллиған икән. Ши җинпиң 2023-йил 8-айниң ахирлири җәнубий африқадин қайтип үрүмчидә тохтап өткәндә, йәнә шу сияситини қайта тәкитлигәнлики хәвәр қилинғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.