Тарим университетини пүттүрүп “шинҗаңда йилтиз тартқан” хитай оқуғучилар 55 миңға йәткән
2023.10.24
Хитайчә “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 23-өктәбир күни чиқарған хәвиригә қариғанда, тарим университети қурулған 65 йилдин буян 80 миңдин көп хитай оқуғучи оқуш пүттүргән болуп, улардин тәхминән 55 миң оқуғучи уйғур районида қелишни таллиған.
Бу хәвәрдә, җәнубтики икки чоң университет-қәшқәр университети билән тарим университетиға җәнуб билән шималдинла әмәс, ичкири хитайдин, деңиз бойидики өлкә-шәһәрләрдинму оқуғучи келип оқуватқанлиқи, буниңдин асаслиқ сәвәбниң, һазир пүткүл хитайда бу районға болған тәвәлик туйғуси вә ишәнчниң күчийиватқанлиқи алаһидә тәшвиқ қилинған.
Хәвәрдә көрситилишичә, хитай даирилири “шинҗаңни йеңи йипәк йолидики иқтисад бәлвеғиға айландуруш” пиланиға маслишиш үчүн тарим университетини ғайәт зор көләмдә кеңәйтип қуруватқан, шараитини алаһидә яхшилаватқан болуп, хитай яшлириниң бу университетқа келип оқушиға вә йәрлишишигә илһам бәрмәктә икән.
Уйғуршунас доктор руни сенберг хитайниң “бир бәлвағ бир йол маарип гәвдиси” тәшәббуси вә уйғур ели маарипи һәққидә тохталғанда, хитай һөкүмитиниң маарипни юмшақ күч истратегийәси сүпитидә қоллинидиғанлиқини билдүргәниди.
Униңдин башқа, алий мәктәпни пүттүргән уйғур оқуғучиларниң ишсизлиқ нисбити юқири әһвалда, хитай оқуғучилар еришидиған хизмәт пурситиниң көп, тәминатиниң алаһидә юқири икәнлики мәлум. “хитай хәвәрлири тори” ниң йеқинда хәвәр қилишичә, хитай даирилири буниңлиқ билән қанаатләнмәй, юқири мааш вә параванлиқ вәдиси билән ичкиридин “ихтисаслиқ хадимларни тәклип қилиш” ни йолға қойған.