Әрәбчә йезилған “уйғурлар” намлиқ китаб қаһирә китаб йәрмәнкисидә орун алди
2016.02.03
Мисир пайтәхти қаһирәдә өткүзүливатқан хәлқаралиқ қаһирә китаб йәрмәнкисидә әрәбчә йезилған “уйғурлар” намлиқ китабму орун алған. Түркийәдә тәсис қилинған уйғурчә “истиқлал” ториниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, мәзкур китаб ирақлиқ доктор суад һади тәрипидин йезилған, униңда уйғурларниң бүгүни вә өтмүши, җүмлидин илгири қурулған “шәрқи түркистан җумһурийәтлири” һәққидә мәлуматлар берилгән.
Мәзкур торниң билдүрүшичә, уйғурлар һәққидә илмий мәлумат йетәрсизлики, уйғурларниң әрәб дунясиға тонулушидики бир бошлуқ болуп, мәзкур китабниң бу йәрмәнкидә орун елиши көргәзмидин хәвәрдар уйғурларни сөйүндүргән. Материялларда көрситилишичә, қаһирә йәрмәнкиси 1969 - йилдин бери өткүзүлмәктә. 27 - январ күни башланған бу йәрмәнкә 10 - феврал күни ахирлишиду. Истиқлал ториниң хәвиридә дейилишичә, бу қетимқи йәрмәнкигә 35 дөләттин 850 нәшрият оргини қатнашқан.