Hikvision Мәһсулатлириниң уйғурларни тонувелиш иқтидари йеңи ғулғула қозғиди

Өткән мәзгилләрдин буян уйғур дияридики сиясий бастуруш вә лагерларға қамаш һәрикитидә биваситә ярдәмчилик ролини ойниған юқири техникилиқ көзитиш камералири изчил хәлқараниң тәнқид обйекти болуп кәлгән иди.

Өткән мәзгилләрдин буян уйғур дияридики сиясий бастуруш вә лагерларға қамаш һәрикитидә биваситә ярдәмчилик ролини ойниған юқири техникилиқ көзитиш камералири изчил хәлқараниң тәнқид обйекти болуп кәлгән иди. Бу җәһәттә хитай һөкүмитини техникилиқ ярдәм билән әң зор дәриҗидә тәмин әткән хитай ширкәтләрниң бири Hikvision (хәйкаң) камера ширкити иди.

IPVM Торида 11-ноябир күни елан қилинған бу һәқтики хәвәрдә көрситилишичә, йеқинда Hikvision камера ширкити бир йүрүш йеңидин лайиһиләнгән көзитиш камералирини базарға салған. Бу камераниң мәһсулат чүшәндүрүшигә ениқ қилип “нишан вә обйектниң җинсий айримиси, ирқий айримиси (уйғурму яки хитайму) һәмдә терә айримисини көрситип берәләйду. Тоғрилиқ дәриҗиси 90 пирсәнттин юқири” дәп йезилған. Һалбуки IPVM тори бу мәсилә һәққидә Hikvision камера ширкити билән алақиләшкәндин кейин ширкәт дәрһал мәһсулат чүшәндүрүшидики юқириқи қурларни өчүрүвәткән.

Вашингтон шәһиридики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши тәшкилатиниң ташқи ишлар директори лайиа грев ханим бу һәқтә сөз қилип: “уйғурлар зор дәриҗидә бастурулуватқан һазирқидәк пәйттә мушундақ бир техникиниң базарға селиниши йеңи бир қабаһәтниң йетип келиватқанлиқидин бешарәт бериду” дегән.

Америка һөкүмитидики палата әзалиридин марко рубийо қатарлиқлар изчил бу ширкәтниң сиясий җәһәттики бастурушқа янтаяқ болушини тәнқидләп кәлгән болуп, бу ширкәтниң исми йеқинда трамп һөкүмити елан қилған қара тизимликкә киргүзүлгән иди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org