Вйетнам хитайниң спратил арилидики айродромда айропилан учуш - қонуш наразилиқ билдүрди.

Мухбиримиз үмидвар
2016.01.03


Вйетнам ташқи ишлар министирлики шәнбә күни хитайниң спратил тақим араллириниң биридә қурған айропилан истансисида шәнбә күни айропилан қондуруш синиқи елип барғанлиқиға наразилиқини билдүрди.

Вйетнам тәрәп буни хитайниң “ветнамниң игилик һоқуқиға қилинған таҗавузчилиқ” дәп атиған.

Чүнки, вйетнам спратил тақим араллирини, өзигә тәвә дәп қарайду. Хитай болса, бу аралларни нәнша тақим араллири дәп атап, җуңго земини һесаблайду.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлики баянатчиси хуа чүнйиң җуңгониң бу җайда һәқиқәтән айропилан учуш - қонуш синиқи елип барғанлиқини дәлилләш билән биргә “бу һәрикәтләр пүтүнләй, җуңгониң игилик һоқуқ даирисидики иш”, “җуңго ветнамниң асассиз әйиблишини қобул қилмайду” деди. У йәнә, хитай һөкүмити бу айродромда хәлқ авиатсийә айропиланни синақ қилип учурғанлиқини билдүргән.

Америка авазиниң хәвиридә ейтилишичә, вйетнам хитай тәрәпкә әвәткән наразилиқ баянатида хитайниң мундақ синақ һәрикитини тәкрарлимаслиқини тәләп қилған.

Җәнуби деңиздики спратил тақим араллири вйетнам, хитай, филиппин қатарлиқ дөләтләр арисидики игилик һоқуқи даваси үстидә болуп, хитай изчил бу аралларни өз земини һесаблап, 2013 - йили, бу йәрләрниң биридә деңизни тиндуруп, қуруқлуқ ясаш қурулуши башлиған, бу әһвал вйетнам қатарлиқ униң әтрапидики дөләтләрниң һәм америка тәрәпниң диққитини қозғиған иди,

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.