Вирус мәсилиси түпәйлидин явропа дөләтлири хитай ширкәтлирини рәт қилишқа башлиди
2020.04.21
Хитай һөкүмитиниң таҗсиман вируси мәсилисидики һазирғичә давам қилип келиватқан реаллиқни йошуруш қилмиши һәмдә буниң дуняға елип кәлгән апәтлири көпләп мәлум болғандин кейин, явропа дөләтлири хитай ширкәтлириниң явропадики паалийәтлиригә чәк қоюшни башлиди.
Әнглийә һөкүмитиниң хитайдики әң чоң телефон ширкәтлиридин болған хуавей гуруһи зор күч билән кеңәйтмәкчи болған 5G телефон тори қурулушидин ваз кәчмәкчи болуши буниңдики муһим қәдәмләрниң бири болуп қалди.
“ню-йорк почтиси” гезитиниң 17-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, әнглийәниң баш вәзири борис җонсон бу йилниң бешида хитайниң 5G телефон тори қурулушиға иҗазәт бәргән болуп, өткән айда бу қурулушниң давамлишишиға қарши 24 беләт ташланған.
Нөвәттә хитай компартийәсиниң вирус мәсилисидики ялғанчилиқлири ашкара болғандин кейин бу қурулушни пүтүнләй бикар қилиш пикри үстүнлүкни игиләшкә башлиған. Консерватиплар партийәсидин болған парламент әзаси дамйән грен бу һәқтә сөз қилип: “телефон тори ширкәтлиримизгә шуни ейтип қоюш лазимки, һазир һөкүмитимиз хуавей ширкитиниң бу саһәгә чаңгал селишини нөл пирсәнткә чүшүрмәкчи,” дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, америка ташқи ишлар министири майк помпейо өткән җүмә күни хитайдин башланған вабаниң зийинини мисал қилип туруп һәрқайси дөләтләрни хитай билән болидиған сода ишлиридин өзини тартишқа чақирған иди. Америка һөкүмити борис җонсон һөкүмитиниң хуавей ширкити һәққидики қарарини қизғин алқишлиған һәмдә америка, әнглийә, канада, австралийә вә йеңи зеландийә һөкүмәтлириниң “бәш көз” намлиқ истихбарат иттипақи үчүн бир асаслиқ мушт атқанлиқ, дәп баһалиған.
Бу хилдики хитай муәссәсилирини қоғлап чиқириш һәрикити шиветсийәдиму оттуриға чиққан һәмдә коңзи иниститути намидики “маарип көчмә” нуқтисини тақашта әкс әткән. Әнглийәдики “вақит” гезитиниң 21-апрелдики хәвиридә ейтилишичә, икки тәрәпниң мунасивити 2015-йилиға қәдәр наһайити яхши болуп кәлгән. 2005-Йили хитай шиветсийәдики тунҗи коңзи иниститутини ачқандин кейин, шиветсийәниң “волво” ширкити хитай базириға кәң көләмдә ичкириләп киргән икән. Әмма йеқиндин буян көрүлгән икки тәрәп оттурисидики соғуқчилиқлар түпәйлидин бүгүн шиветсийәдики әң ахирқи коңзи иниститути тақалған.