“волкисваген” ширкитигә уйғурлар һәққидә очуқ мәктуп йолланди
2020.12.28
Уйғур диярдики сиясий бастуруш хәлқараниң күчлүк тәнқидигә учраватқанда әнглийәдики бир түркүм паалийәтчиләр “волкисвагин” ширкитиниң хитайдики баш иҗраийә рәиси стефан волленстейнға очуқ мәктуп йоллиди. 27-Декабир күни “харет” торида елан қилинған очуқ мәктупқа уйғур паалийәтчи рәһимә мәһмут, “уйғур қирғинчилиқини тохтитиш һәркити” ниң директори блайир мәкдогал, “кишилик һәқләрдә йәһудийлар садаси” тәшкилатиниң рәиси мя грос қатарлиқ алтә киши имза қойди.
Мәктупта рәис стефан өткән һәптә BBC агентлиқиниң зияритини қобул қилғанда “биз шинҗаңдики завутлиримимизниң паалийәтлирини давамлаштуримиз” дегәнлики алаһидә әскәртилгән һалда уларниң қирғинчилиқ давам қиливатқан бир райондики санаәт ишләпчиқиришини давам қилмақчи болғанлиқи тәнқидләнди. Шуниң билән биргә “волкисвагин” ширкитиниң бу һәркити әмәлийәттә қирғинчилиққа шерик болуш икәнлики тәкитләнди.
Мәлум болушичә, рәис стефан зиярәт җәрянида өзлириниң үрүмчидики завут әмгикигә мәҗбурий әмгәк амилиниң арилишип қелишидин әң зор дәриҗидә сақлинидиғанлиқини билдүргән болсиму, мәктупта һечқандақ ишниң 100 пирсәнт мукәммәл болмайдиғанлиқи, дәл мушу хил “шүбһилик” болған мәҗбурий әмгәккә четилип қелиш еһтималидин сақлиниш үчүн Adidas, H&M қатарлиқ ширкәтләрниң уйғур дияридин чекинип чиққанлиқи тилға елинди. Шундақла “волкисвагин” ширкитиниң 1940-йилларда йәһудийлар зор қирғинчилиқиға бир қетим иқтисадий җәһәттин һәмдәмдә болғанлиқи, әмди охшаш хаталиқни йәнә бир қетим тәкрарлап уйғурларниң қирғин қилинишиға ярдәмдә болмаслиқи тәләп қилинди.
Мәлум болушичә, “волкисвагин” ширкитиниң хитай һөкүмити билән имзалиған хизмәт келишимидә 2017-йили елан қилинған “хитай дөләт истихбарат қануни” ға бойсунидиғанлиқи орун алған. Бу мадда бойичә “волкисвагин” ширкити җәзмән хитайниң бу җәһәттики мунасивәтлик хизмәтлирини қоллиши һәмдә униңға һәмдәм болуши лазим икән. Хитай истихбарат органлири болса дәл уйғур дияридики милйонлиған уйғурни тутқун қилиш, сорақ қилиш һәмдә “тәрбийәләш мәркизи” намидики лагерларға қамашқа мәсул икән. Очуқ мәктупта мушу әһвал алаһидә тәкитлиниш билән биргә уларни уйғур дияридики завутларни хитай сиртиға көчүрүп кетиш, шу арқилиқ “волкисвагин” ширкитиниң иззитини һәмдә хәлқарадики һөрмитини сақлаш тәләп қилинди.









