“хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” волкисвагенни уйғур елидин чиқип кетишкә чақирди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.24

“хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” германийәниң даңлиқ аптомобил ширкити волкисвагенни уйғур елидин чиқип кетишкә чақирған.

Мәзкур бирлик 19 нәпәр парламент әзасиниң имзаси билән волкисваген башқуруш һәйитиниң рәиси оливер билумға мәктуп әвәтип, волкисвагенниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан сиясәтлиригә актип маслашқанлиқини тәнқид қилған.

“хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” мәктупида волкисваген ширкитиниң хитай билән һәмкарлишип қурған үрүмчидики завутиниң иқтисадий тәптиш әһвали һәққидә қолға чүшкән һөҗҗәтни тилға елип туруп, уларниң районда йолға қоюлуватқан “милләтләр иттипақлиқи” ни илгири сүрүш намида уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә йүргүзүлгән ассимилятсийә сиясәтлирини қоллиғанлиқини, тәминләш зәнҗиридики пакиз қилип көрситиш арқилиқ аммини қаймуқтуруп мәҗбурий әмгәк амилини йошурушқа урунғанлиқини әйиблигән.

21-Өктәбир күни йезилған мәктупта мундақ дейилгән:  “волкисвагенға охшаш явропадики бир чоң ширкәтниң ассимилятсийә сияситини тәшәббус қилған бир завутни давамлиқ ечишини, тәминләш зәнҗириниң пакизлиқи тоғрисидики мәсулийитидә ялғанчилиқ қилишини қобул қилғили болмайду. Биз волкисвагенниң районда һәқиқий кишилик һоқуқни капаләткә игә қилиш мәсулийитини ада қилғили болмайдиғанлиқини етирап қилип, шинҗаңдин чекинишкә чақиримиз”.

“хитай ишлири бойичә хәлқара парламентлар бирләшмиси” мәктупида, хитай һөкүмити инсанийәткә қарши җинайәт йүргүзүватқан бу районда ширкәтләрниң инсаний вә әхлақий мәсулийәт туйғуси билән тиҗарәт қилишиниң мумкин әмәслики, әксичә бу ширкәтләрниң райондики мәвҗутлуқиниң хитайниң бу хәлқләргә йүргүзүватқан зулумлириға шерик болуштәк ақивәтни пәйда қилидиғанлиқини агаһландурған.

Улар ахирида йәнә, волкисваген ширкитини явропаниң алақидар қанун-бәлгилимилиригә риайә қилиш, хәлқ аммиси вә һәссидарлирини ялған тәптиш доклати арқилиқ алдиғанлиқидин кәчүрүм сорашқа дәвәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.