“вашингтон почтиси гезити” : “уйғур мәсилиси америка сиясий сәһнисидики рәқибләрни бирләштүрди”
Америкаилиқ журналист вә обзорчи җош рогин 15-март “вашингтон почтиси гезити” дә мақалә елан қилип, уйғур мәсилисиниң америка сиясий сәһнисидики рәқибләрни иттипақлаштурғанлиқини билдүрди.
-
Мухбиримиз әркин
2019-03-15 -
-
-
Америкаилиқ журналист вә обзорчи җош рогин 15-март “вашингтон почтиси гезити” дә мақалә елан қилип, уйғур мәсилисиниң америка сиясий сәһнисидики рәқибләрни иттипақлаштурғанлиқини билдүрди.
Униң “уйғурлар үчүн ортақ һәрикәт” сәрләвһилик мақалисидә илгири сүрүшичә, җумһурийәтчиләр билән демократлар оттурисида ташқи сиясәт, идеологийә җәһәтләрдә наһайити чоң һаң болсиму, лекин хитайниң уйғур мусулманлириға, башқа етник вә диний гуруппиларға тутқан қорқунчлуқ муамилиси уларни бирләштүрүватқан амилға айланған.
Җош рогин, америка ташқи ишлар министирлиқиниң 13-март елан қилған йиллиқ доклати вә хитайниң уйғурларни тәқибләш сиясити һәққидә тохтилип, вәзийәтни йеқиндин көзитиватқанлар үчүн райондики бу һадисиләр тонушлуқ болсиму, лекин трамп һөкүмитиниң дөләт мәҗлисигә қошулуп, хитайниң бастуруш сияситигә, униң хитайдики диний вә етник кимликләрни йоқитиш һәрикитигә еғизида болсиму ашкара қарши туруши бир йеңилиқ икән.
У америка ташқи ишлар министирлиқи диний ишлар баш әлчиси сам бровенбәкниң сөзини нәқил кәлтүрүп, униң “хитай етиқад билән уруш қилмақта. Бу, у һечқачан йеңәлмәйдиған бир уруштур, дегәнликини тәкитлигән.
У, америка дөләт мәҗлисиниң “уйғур кишилик һоқуқ қанун лаһийәси” гә капаләт бәргән 39 нәпәр дөләт мәҗлиси әзасиниң ичидә җумһурийәтчи авам палата әзаси кристофир симит, демократик авам палата әзаси илхан өмәр, демократик авам палата әзаси адам шеф, җумһурийәтчи авам палата әзаси марк медовдәк ташқи сиясәт вә идеологийә җәһәтләрдә қарму-қарши сәптики сиясәтчиләрниң барлиқини илгири сүргән.
Җош рогин мақалисиниң ахирида, уйғур мәсилисиниң вашингтон вә башқа ғәрб пайтәхтлиридики хитай компартийәсиниң тәһдитигә қарита зор ойғиниш вә бирликниң пәқәт бир қисми икәнликини тәкитлигән. Униң илгири сүрүшичә, уйғур мәсилисини тилға елип қоюшла купайә қилмайдикән. У: “дуняниң һәрикәткә өтүш вақти кәлди” дегән.