“вашингтон почтиси” ниң тәһрири, хитайниң “ирқий қирғинчилиқ” олимпикигә вакаләтчи болған хәлқара ширкәтләрни тәнқид қилди
2021.04.05
“вашингтон почтиси” гезитиниң тәһрири фрәд хайт 4-апрел мақалә елан қилип, 2022-йиллиқ бейҗиң қишлиқ олимпик мусабиқисигә вакаләтчи болған хәлқара ширкәтләрниң уйғур “ирқий қирғинчилиқ” ни көрмәскә салғанлиқини тәнқид қилған. Униң тәкитлишичә, кишилик һоқуқ, әркинлик, ирқий, етник, җинсий баравәрликни тәрғиб қилип кәлгән бу ширкәтләр уйғурлар мәсилисидә изчил болмиған. Фрәд хайт “ширкәтләр һәқиқәтән ирқий қирғинчилиқ олимпикигә вакаләтчи болушни халамду” мавзулуқ мақалисидә, кока кола, P%G, самсуң, интел, дов вә тойота қатарлиқ 15 хәлқаралиқ ширкәтни тәнқид қилған.
Фрәд хайт америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ кишилик һоқуқ доклатида, хитайниң уйғур вә башқа мусулман аз санлиқ гуруппиларға “ирқий қирғинчилиқ” вә “инсанийәткә қарши җинайәт” садир қилғанлиқи тәкитләнгәнликини билдүрүп, бу әһвалда “кола кола, виза, һәммәбап електр вә олимпик мусабисиға вакаләтчи болған башқа 12 ширкәт келәр йили 2-айдики мусабиқини һечқандақ иш болмиғандәк өткүзәмду?” дәп соал қойған.
Мақалидә йәнә “бу ширкәтләр бизниң уйғур аяллири басқунчилиққа учраватқан, туғмаслиққа вә паһишиликкә мәҗбурлиниватқан вақитта улар өзлириниң җинсий баравәрликни тәбриклишигә җиддий муамилә қилишимизни күтәмду?” дәп көрситилгән. Мақалидә ейтилишичә, бейҗиң қишлиқ олимпикигә йәнә 10 ай қалған бир вақитта бу ширкәтләр хитай һөкүмитигә “лагердикиләр қоюп берилсун, уйғурларниң тинч яшишиға йол қоюлсун, ташқиридики көзәткүчиләрниң берип сениң немиләрни қилғанлиқиңни көрүшигә йол қоюлсун, мусабиқини андин башлайли дейиши керәк” икән.









