“вашингтон почтиси гезити” хитайниң уйғур районидики юқири техникилиқ тәқибләш системисини чәкләшни тәләп қилди

“вашингтон почтиси гезити” 4‏-май күни тәһрират мақалиси елан қилип, хитайниң уйғур районида синақ тәриқисидә йолға қойған юқири техникилиқ назарәт системисиниң пүтүн дуняда инсан әркинликигә хәвп йәткүзгәнлики, шуңа униң чәклиниши керәкликини билдүргән.

“вашингтон почтиси гезити” 4‏-май күни тәһрират мақалиси елан қилип, хитайниң уйғур районида синақ тәриқисидә йолға қойған юқири техникилиқ назарәт системисиниң пүтүн дуняда инсан әркинликигә хәвп йәткүзгәнлики, шуңа униң чәклиниши керәкликини билдүргән. Бу “вашингтон почтиси гезити” ниң уйғурлар һәққидә йеқинқи бир йил ичидә елан қилған аз дегәндә 10‏-қетимлиқ тәһрират мақалисидур.

Мақалидә, хитайниң уйғур районида бир милйондәк хәлқни җаза лагерлириға қамап, уларни өз диний етиқадини әйибләшкә мәҗбурлишиниң кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қилиш икәнлики, униң тәкшүрүлүши вә ембарго қоюлуши керәкликини билдүргән. Мақалидә қәйт қилинишичә, нөвәттә уйғур райони хитайниң хәлқни тәқибләйдиған юқириқи техникилиқ назарәт системисини тәрәққий қилдуридиған тәҗрибиханиға айлинип қалған болуп, бу система ялғуз уйғур районида әмәс, пүткүл дуняда әркинликкә тәһдит салмақтикән. Мақалидә, кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилатиниң йеқинда тарқатқан хитайниң уйғур районидики “бирләшмә җәң суписи” намлиқ назарәт системиси һәққидики доклати нәқил кәлтүрүлүп, униңда бу системиниң пүткүл хитайға кеңәйтиливатқанлиқи тәкитләнгәнлики билдүрүлгән.

“вашингтон почтиси гезити” ниң илгири сүрүшичә, нөвәттә хитай бу техникини башқа дөләтләргә експорт қиливатқан болуп, шуңа “шинҗаңда йүз бериватқан ишлардин түп әркинликкә көңүл бөлидиған һәрқандақ киши биарам болуши керәк” икән. Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән: “бу йәрдә бесишқа тегишлик бәзи конкрет қәдәмләр бар. Бу, хитайниң бастурушқа ишлитилидиған әсваблирини чәкләш, униң лайиһәлигүчилирини, җүмлидин шинҗаң парткоминиң һөкүмдари чен чүәнгоға ембарго қоюш, шуниңдәк дөләт мәҗлисиниң ‛уйғур кишилик һоқуқ сиясәт қануни‚ни өз ичигә алған қанун лайиһилирини күнтәртипкә елиш вә мақуллаштур”.

“вашингтон почтиси гезити” ниң мәзкур тәһрират мақалиси трамп һөкүмити уйғур районидики кишилик һоқуқни хорлаватқан хитай әмәлдарлирини җазалаш мәсилисидә күчлүк бесимға учраватқан мәзгилдә елан қилинди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org