Өркәш дөләт “вашингтон почтиси” гезитидә мақалә елан қилип, трамп һөкүмитини уйғур мәсилисигә қаттиқ инкас қайтурушқа чақирди
1989-Йилдики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт “вашингтон почтиси” гезитидә мақалә елан қилип, трамп һөкүмитини уйғур районида елип бериливатқан бастурушқа қаттиқ инкас қайтурушқа чақирған.
-
Мухбиримиз әркин
2019-06-03 -
-
-
1989-Йилдики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт “вашингтон почтиси” гезитидә мақалә елан қилип, трамп һөкүмитини уйғур районида елип бериливатқан бастурушқа қаттиқ инкас қайтурушқа чақирған.
Өркәш дөләтниң мақалиси “тйәнәнмин қирғинчилиқи” ниң 30 йиллиқи мунасивити билән елан қилинған. Униң қәйт қилишичә, америкиниң 1989-йилдики “тйәнәнмен һәрикити” ниң үмид вә ғайисини җанлиқ гәвдиләндүрүшиниң әң тоғра чиқиш нуқтиси уйғур районидики бастурушқа қаттиқ инкас қайтуруш икән.
Өркәш дөләт тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитигә рәһбәрлик қилған, 1989-йили 4-июн күни хитай һөкүмити тәрипидин тутуш буйруқи чиқирилған әң ғоллуқ шәхсләрниң биридур. У мақалисидә әйни вақитта өзиниң яш һәм хитай гираждани болғанлиқидин пәхирлинидиған уйғур йигити икәнликини билдүргән. Лекин у зулумға қарши турушниң өзидә наһайити тәбиий йетилгәнлики, чүнки уйғур хәлқи узундин буян хитай компартийәсиниң уйғурларни қәбиһ васитиләр билән хитай җәмийитигә ассимилятсийә қилишиға урунуштәк қилмишлириға учрап кәлгәнликини илгири сүргән. Униң қәйт қилишичә, уйғурлар һечқачан хитай һөкүмитигә қарита хам хиялда болуп бақмиған болсиму, лекин хитайниң уйғур, қазақ вә башқа милләтләрни һазирқидәк кәң көләмлик тутқун қилип, уларниң мәдәнийити вә диний кимликини йоқитишқа урунуштәк һәрикити уларни чөчүткән. У йәнә дуняниң 30 йил аввал “тйәнәнмен һәрикити” ни қоллиғанлиқини, өзлириниң демократик дөләтләр қоллашни давамлаштуриду, дегән хиялда болған болсиму, әмма өзлириниң хаталашқанлиқини билдүргән. Униң қаришичә, ғәрбтики демократик дөләтләр хитай билән диалог йолини таллиған болуп, бу сиясәт һазирқи апәт характерлик вәзийәткә елип барған. У мақалисиниң ахирида америка һөкүмитиниң уйғур районидики дәпсәндичиликни әйиблигән болсиму, лекин униңға қарши һәрикәт қолланмиғанлиқини тәнқидләп, “америка 1989-йилиниң үмид вә ғайисини җанлиқ тутушқа йетәкчилик қилиши керәк. Буниң әң тоғра чиқиш нуқтиси шинҗаңдики бастурушқа қарита қаттиқ инкас қайтуруштур,” дегән.