Венгерийә һөкүмити будапештта фудән университетиниң шөбисини қурушни кечиктүридиғанлиқини билдүргән

Мухбиримиз әркин
2021.06.07

Венгирийә һөкүмити будапешт шәһәр хәлқиниң 5-июн партлиған кәң көләмлик наразилиқ намайишидин кейин будапешт шәһридә хитайниң фудән университетиниң шөбисини қуруш пиланини кечиктүридиғанлиқи вә бу пиланни 2023-йили будапешт хәлқиниң омумий ‍авазиға қойидиғанлиқини елан қилған.

Фудән университетиниң 1 милярт 800 милйон доллар мәбләғ селип қурушни пиланлиған мүзкур шөбә мәктипи венгирийә һөкүмитиниң қоллишиға еришкән болсиму, бирақ бу қурулуш будапешт хәлқиниң қаршилиқиға учриған.

Будапешт шәһириниң башлиқи гергили карасони ‍өткән һәптә шөбә мәктәп қорусиниң йенидики бир кочиға “уйғур қурбанлар кочиси”, йәнә бир кочиға тибәт диний даһийси далай ламаниң исми бәргәнликини елан қилған. 5-Июн күни будапешт шәһриниң миңлиған аһалиси намайиш қилип, бу қурулушқа қарши турған. Венгирийәдики “мандинер” һәптилик журнилиниң хәвәр қилишичә, венгирийә баш министири виктор орбан һөкүмитиниң бир кабинет министири йәкшәнбә күни һөкүмәтниң бу қурулушни 2023-йили будапешт хәлқиниң авазиға қоюдиғанлиқини билдүргән.

CNN Ниң хәвәр қилишичә, ‍өктичиләр баш министир орбанни хитайға яхшичақ болуш билән әйиблигән, шундақла бу қурулуш венгирийә алий маарипниң сүпитини чүшүриветидиғанлиқи һәмдә бейҗиңниң венгирийә вә явропа иттипақидики тәсирини күчәйтидиғанлиқини илгири сүргән. Мәлум болушичә, фудән университетиниң бу қурулушқа салидиған мәблиғи венгирийәниң алий маарипға аҗратқан бир йиллиқ хам чотидинму көп ‍икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.