Америкадики нопузлуқ мәтбуатларда ши җинпиң һакимийитиниң “вухән вируси” ни йошуруш арқилиқ пүтүн дуняға тәһдит пәйда қилғанлиқи тәнқид қилинди

Мухбиримиз ирадә
2020.01.30

“ню-йорк вақти гезити” ниң даңлиқ истон язғучиси николас киристоф 29-январ күнидики язмисида вухән вируси пәйда қиливатқан дуняви тәһдитни қәләмгә алди. У мақалисигә “корона вируси тарқалмақта, хитайдики диктаторлуқниң бәдилини дуня төләватиду” дәп мавзу қойған.

У мақалисиниң кириш қисмида “биз һазир ши җинпиңниң һакиммутләқ түзүминиң хитай үчүн вә шундақла пүтүн дуня үчүн тәһдитликини көрүватимиз,” дегән. У мақалисидә юқумлуқ вирус вухәндә 1-декабир әтрапида байқалған болсиму, бирақ һөкүмәт орунлириниң әһвални җамаәттин йошуруш вә һәтта җамаәтни агаһландурған 8 кишини “өсәк сөз тарқитиш” билән җазалаш арқилиқ хитай хәлқини вә дуняни бихудлаштурғанлиқини баян қилған.

Униң көрситишичә, хитай һөкүмити дуня сәһийә тәшкилатиға әһвални мәлум қилған чағдиму өз пуқралири техи вәқәдин хәвәрсиз йүргән. 23-январ күни хитай ахири вухән шәһирини қамал астиға алғанда болса аллиқачан 5 милйон вухәнлик шәһәрдин чиқип болған, дохтурханилар киризискә тәйярлиқсиз қелип, тәкшүрүш-давалаш әслиһәлири йетишмәсликтәк ақивәтләр кәп чиққан. Николас киристоф мақалисидә йәнә вухән вирусниң аллиқачан хитайниң ғәрбидики уйғур райониға тарқилип, у йәрдики йиғивелиш лагерлирида интайин начар шараит вә чәклик сәһийә хизмәтлири астида тутуп турулуватқан бир милйондин ошуқ мусулман хәлқиниң һаятиға еғир тәһдит пәйда қиливатқанлиқини әскәртип өткән.

У мақалисиниң ахирида ши җинпиңниң сепи өзидин бир диктатор икәнликини әскәртип: “диктаторлар көпинчә һалларда хата қарарларни чиқириду. Чүнки улар тоғра учурға еришәлмәйду. Сиз мустәқил пикирләрни уҗуқтурғиниңизда, еришидиғиниңиз пәқәтла әтрапиңиздикиләрниң хушамити вә яхши сөзлири болиду,” дегән.

У йәнә “мән ши җинпиңниң бу хаталиқи сәвәбидин һазир сиясий пешкәлликкә учриған яки учримиғанлиқини билмәймән. Бирақ у шундақ болуши керәк. У өз-өзидин пәхирлинидиған бир диктатор. Әмма бу вирусниң бәдилини болса пуқралар төләватиду,” дәп язған.

Бүгүн йәнә “вашингтон почтиси” гезитидә җон помфирт тәрипидин елан қилинған мулаһизидиму ши җинпиң һакимийитиниң “вухән вируси” ни бир тәрәп қилиш усули тәнқид қилинди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.