Дуня сәһийә тәшкилати “вухән вируси” ни “сағламлиқ бойичә йәршари характерлик җиддий һаләт” дәп елан қилди
2020.01.30
30-январ күни дуня сәһийә тәшкилати “вухән вируси” ни “сағламлиқ бойичә йәршари характерлик җиддий һаләт” дәп елан қилди.
Мәзкур органниң башлиқи тедрос гәбрийәсус ахбарат елан қилиш йиғинида “җиддий һаләт елан қилинишиниң сәвәби бу вирусниң пүтүн дуняға тәһдит пәйда қиливатқанлиқида” дәп көрсәткән. У бу вирусниң сәһийә системилири аҗиз дөләтләргә йейилишиниң зор әндишә қозғаватқанлиқини тәкитлигән.
Ббч ниң бу һәқтики хәвиридин қариғанда, нөвәттә бу вирус дуня миқясида хитайдин башқа йәнә 18 дөләттә байқалған болуп, бу дөләтләрдики омумий юқумланғучи сани 98 нәпәр. юқумланғучилар асасән вухәнгә барғанлар болсиму, әмма юқумланғучиларниң ичидики 8 нәпири вухәнгә барғанлардин вирусни юқтурувалғанлар икән.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң башлиқи тедрос гәбрийәсус бүгүн җәнвәдә бәргән баянатида “вухән вируси” ни “көрүлүп бақмиған юқум” дәп аташ билән биргә, униңға қарши елинған тәдбирләрниңму көрүлүп бақмиған дәриҗидә икәнликини билдүргән.
“вухән вируси” билән юқумланғучилар сани хитайда вә дуня миқясида тез сүрәт билән көпийиватқан бир шараитта 30-январ күни русийә хитай билән болған чеграсини тақиғанлиқини елан қилди. Арқидин йәнә беританийә, фирансийә вә германийә қатарлиқ дөләтләрниң һава йоллири хитайға қатнайдиған һава қатнишини бикар қилди. Америкадики бир қисим һава йоллири ширкәтлириму хитайға учидиған сәпәрлирини бикар қилишни ойлишиватқанлиқини елан қилди.
Дуня сәһийә тәшкилати 2009-йилидин буян “қуш зуками”, “ебола вируси” вә “зика вируси” қатарлиқлар бойичә 4 қетим җиддий һаләт елан қилған иди.









