“оттура шәрқ көзники” хақан фиданниң хитайда уйғурлар үчүн хупиянә лобичилиқ қилғанлиқини илгири сүрди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.07

“оттура-шәрқ көзники” гезити 3-июндин 5-июнғичә хитайда зиярәттә болған түркийә ташқий ишлар министири хақан фиданниң хитайдики алий дәриҗилик учришишларда, уйғурларниң һәқ-һоқуқи үчүн хупиянә лобилиқ қилғанлиқини илгири сүргән.

Хәвәрләрдә, хақан фиданниң хитай билән мунасивәтни яхшилашни арзу қилсиму, бирақ уйғур һәқ-һоқуқ мәсилисидә униң мүшкүл әһвалға дуч кәлгәнлики қәйт қилинмақта. Хақан фидан иҗабий вә сәлбий җәһәтләрдики пәрқлиқ инкасларни қозғиған бу қетимлиқ зиярәттә, үрүмчи билән қәшқәрниму зиярәт қилған. У, бу зиярәттә уйғурларниң мәдәнийәт вә иқтисади мәркизи болған, лекин йеқинқи йилларда хитай көчмәнлири вә ширкәтлириниң еқиниға учрап, мәдәнийәт вә нопуси қурулмиси техиму еғир бузғунчилиққа учриған қәшқәр билән үрүмчиниң, түркий хәлқлири вә мусулманлар үчүн муһим икки юрт икәнликини тәкитлигәниди.

“оттура-шәрқ көзники” ниң 6-июн бәргән хәвиридә қәйт қилинишичә, икки түрк дипломати бу қетимлиқ зиярәттә әнқәрәниң бейҗиңға уйғур мәсилисиниң өзлири үчүн муһим икәнликини тәкитлигәнликини билдүргән. Хәвәрдә, бу икки дипломатниң “биз миллий, диний вә мәдәнийәт беғимиз болған уйғур түрклириниң биз үчүн интайин муһимлиқини ейттуқ” дегәнлики қәйт қилинмақта. Хәвәрдә йәнә бу икки дипломатиниң мундақ дегәнлики қәйт қилинған: “биз уларға, биләмсиләр, түрк дуняси вә ислам дуняси уйғур түрклириниң мәдәнийәт һоқуқини қоғдаш вә уларниң қиммәт қаришини қоғдаш мәсилисигә қарита интайин сәзгүр, дәп көрсәттуқ.”

Хәвәрдә бу дипломатларниң йәнә “биз уларға түрк вә ислам дунясиниң уйғурларға мунасивәтлик әндишисини түгитишниң көпчиликкә зор пайдиси болидиғанлиқини ейттуқ, бу мәсилигә болған тонушни өзгәртиш пәқәт хитайниң басқан қәдәмлири биләнла мумкин болиду” дегәнлики қәйт қилинмақта. Хақан фидан бу қетимлиқ зиярәттә хитай ташқий ишлар министири ваң йи, хитайниң муавин рәиси хән җең, хитай мәркизи сиясий қанун комитетиниң секретари чин венчяң қатарлиқлар билән көрүшкән. Һалбуки, бир ташқий ишлар министириниң зиярәттә хитай диктаторлуқ аппаратлирини башқуридиған чин венчяң билән көрүшүши “ғәйрий нормаллиқ” дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.