Түркийәдики “айюлтуз” хаккирлири хитайға һуҗум қилди
2015.06.30
Түркийәниң айюлтуз нами билән тонулған хаккир гурупписи 30-июн күни фейсбок, твитер қатарлиқ иҗтимаий алақә торлириға учур йоллап, хитайға аит көплигән һөкүмәт тор бәтлири вә бир қисим қурулуш ширкәтлириниң тор бәтлиригә һуҗум қилғанлиқи билдүрди.
Айюлтуз нами билән тонулған хаккир гурупписиниң елан қилишичә, мәзкур хаккир гурупписи тәрипидин һуҗумға учриған тор бәтләрдә, “биз шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң йенида” дегән сөзләр йезилған. Улар һуҗум қилған тор бәтләргә оң тәрипигә шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқи, сол тәрипигә түркийәниң байриқи, оттуриға гуруппиниң бәлгиси чүшүрүлгән рәсимни чаплиған вә бу рәсимләрниң оттурисиға “бир аллаһдин башқа илаһ йоқ, муһәммәд әләйһиссалам алланиң әлчиси” дегән шаһадәт кәлимиси билән, “алланиң дәргаһида қобул болған дин ислам динидур” дегән айәтни язған.
Мәлум болушичә, мәзкур хаккир гурупписи хитайниң һөкүмәт вә қурулуш, сода төрилиридин 128 тор бәткә һуҗум қилғанлиқини елан қилип бу тор бекәтлириниң адреслирини ашкара елан қилған. Айюлтуз хаккир гурупписи иҗтимаий алақә торлириға йоллиған учурида бу қетимқи тор һуҗуминиң мәқсити һәққидә тохтилип, “шәрқий түркистанда зулумға учриған уйғур түркләр үчүн һәрикәткә өткән” ликини билдүргән. Хитай тор бикәтлиригә “бизгә қилич урмиғучә, динимизға һақарәт қилмиғучә, вәтинимизгә бесип кирмиғучә, миллитимизгә зулум қилмиғучә биздин һеч кишигә зиян кәлмәйду”, “елип барған зулумлириңға сүкүт қилмаймиз, түркистан ялғуз әмәс, һәддиңдин ашма, биз зулум болған һәммә йәрдә бар, һәддиңдин ашма, ирқчилиқ ахирилашмиғучә силәргә раһәт йоқ, түркниң сәбрини ташурма” дегән сөзләр йезилғанлиқини билдүргән.