Уйғур тәшкилатлири хәлқара әмгәк тәшкилатиға очуқ мәктуп йоллиди
2020.11.10
Муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлиридин уйғур кишилик һоқуқ қурулуши, уйғур америка бирләшмиси вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқлар 10-ноябир күни хәлқара әмгәк тәшкилатиға очуқ мәктуп йоллиди. Мәктупта мәзкур тәшкилатниң баш директори гай райдир уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш қилмишини әйибләшкә чақирилди.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң директори өмәр қанат бу һәқтә сөз қилип: “уйғурлар һазир хәлқара әмгәк тәшкилатиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиш қилмиши һәққидә лам-җим демәстин сүкүттә турушиниң сәвәбини җиддий соримақта” деди. Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса болса “әмгәкчиләрниң һәқлирини қоғдаш үчүн тәсис қилинған бундақ бир тәшкилатниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишқа бу қәдәр сүкүт қилиши пәқәтла қамлашмиған иш” деди.
Мәктупта хитай һөкүмитиниң хәлқара әмгәк тәшкилати әһдинамисигә имза қойғанлиқи әскәртилиш билән биргә хитай һөкүмитиниң мәҗбурий әмгәкни чәкләш мәҗбурийити барлиқи, әмма нөвәттә шунчә көп пакитлар хитай һөкүмитиниң уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селиватқанлиқини көрситиватқанлиқи тилға елинип, уларниң бу мәсилидә әмди давамлиқ сүкүттә туривалмаслиққа чақирди.