“хәлқара кишилик һоқуқ хизмити тәшкилати” хитайни уйғур мәсилиси бойичә җавабкарлиққа тартишта йәниму илгирилигән һалда һәрикәт қоллинишқа чақирди
2024.11.04
“хәлқара кишилик һоқуқ хизмити тәшкилати” 4-ноябир доклат елан қилип, хитайниң уйғур елидики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини җавабкарлиққа тартишта қисмән илгириләш болған болсиму, әмма техиму илгирилигән һалда һәрикәт қоллинишниң зөрүрлүкини билдүргән.
Доклатта қәйт қилинишичә, б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң “шинҗаң доклати” елан қилинғиниға икки йил болған болсиму, лекин дуня бу мәсилигә йәнила күчлүк рәвиштә диққәт қилмақта икән. Доклатта, 15 ғәрб дөлитиниң 22-өктәбир күни австралийә башчилиқида тунҗи қетим б д т омуми кеңишигә чақириқ қилип, хитайни кишилик һоқуқ алий комиссариниң “шинҗаң доклати” дики тәвсийәләргә әмәл қилишқа, җүмлидин тибәт вә уйғур елидики барлиқ тутқунларни қоюп беришкә чақирғанлиқи тәкитләнгән.
Доклатта қәйт қилинишичә, хитайниң “шинҗаң доклати” ни рәт қилиши, униң ислам һәмкарлиқ тәшкилати, африқа дөләтлири, куба, пакистан, қазақистан, қирғизистан қатарлиқ дөләтләрниң қоллишиға еришиши, дөләтләрниң “қош өлчәм” қоллиниши вә универсал кишилик һоқуққа әмәл қилмаслиқи әпсуслинарлиқ иш болсиму, әмма “шинҗаң доклати” йәнила б д т да хитай тоғрисидики кишилик һоқуқ муназирилириниң мәркизи нуқтиси болмақта икән.
Доклатта мундақ дейилгән: “хәлқара җәмийәт хитайға мәҗбурийитини ада қилиш һәққидә давамлиқ бесим қилип, униң чеграси ичидики барлиқ кишиләрниң кишилик һоқуқини қоғдишиға капаләтлик қилиши керәк. ” доклатта, хәлқара кишилик һоқуқ хизмити тәшкилати хитай һөкүмитиниң б д т кишилик һоқуқ алий комиссари ишханисиниң “шинҗаң доклати” вә башқа б д т кишилик һоқуқ механизмлириниң тәвсийәлирини әмәлийләштүрүши, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң хитайни назарәт қилиш механизми қурушини тәләп қилған. Шуниң билән бир вақитта йәнә б д т кишилик һоқуқ алий комиссариниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини, җүмлидин уйғур елиниң вәзийитини давамлиқ көзитиши, “шинҗаң доклати” ниң иҗра қилиниш әһвалидин ашкара мәлумат берип турушини чақирған. Бу чақириқ, хитай дуняда “шинҗаңниң иҗабий образи” ни тикләш үчүн мислисиз түстә тәшвиқат һуҗуми қозғиған бир пәйттә оттуриға қоюлған.