Дуняви қуяш енергийә қурулуши уйғурлар мәсилиси түпәйлидин “миқ” қа үсмәктә
2020.12.23
Йеқинқи йиллардин буян “йеңи енергийә инқилабиниң гүл таҗи” дәп тәриплиниватқан қуяш енергийәси барғансери дуня миқясида көпләп омумлишиватқан болуп, йеқинда бу йеңи йүзлиниш уйғурлар мәсилиси түпәйлидин көплигән талаш-тартишқа дуч кәлмәктә икән.
23-Декабир күни америкидики әң чоң сода ширкәтлириниң бири болған “S&P дуняси” ширкитиниң тор бетидә елан қилинған хәвәрдә ейтилишичә, нөвәттә дуня мқясида қуяш енергийәси тахтиси ясашқа ишлитиливатқан полисликон (көкташ) ташлириниң үчтин бири уйғур дияридин чиқидикән. Мәзкур саһәниң дуняви мутәхәссислиридин болған профессор ричард винигард “шинҗаңдики полисиликон ташлириниң муһимлиқи йеқин кәлгүсидә техиму зор дәриҗидә билиниду” дегән. Әмма уйғур дияридики барғансери юқири пәллигә чиқиватқан сиясий бастуруш вә ташқи дуня “қирғинчилиқ” дәп атаватқан паҗиәләр һәққидики хәвәрләр нөвәттә уйғур дияридин чиқидиған бу ташларниң експорт қилинишини зор чәклимигә учратмақтикән.
Хәвәрдә ейтилишичә, мәзкур таш қурулушида вә униң башқа һалқилирида мәҗбурий әмгәкниң мәвҗутлуқи тәкитлиниватқан болуп, хитайдики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини чеградин өткүзмәслик чуқанлири нөвәттә бу саһәниң екиспортиға еғир зәрбә болған. Болупму дуня полисиликон базириниң үчтин иккисини игиләп туруватқан хитай ширкәтлири бу түпәйлидин кәскин тәнқидләргә дуч кәлгән. Шу қатарда 2011-йили уйғур диярида иш башлиған һәмдә әң чоң полисиликон таш мәһсулати чиқарғучи болған дачав енергийә ширкити биңтуән қармиқидики ширкәтләрниң бири қатарида америка һөкүмити елан қилған “қара тизимлик” тин орун алған.