Ши җинпиң уйғур аптоном районида муқимлиқни сақлашни тәкитлиди
2013.04.26
Хитайниң йәр шари вақти қатарлиқ мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт рәиси ши җинпиң уйғур аптоном районида муқимлиқни сақлашни тәкитләп, районда террорлуққа қарши маневир өткүзүшни тәстиқлиған.
Хәвәрдә дейилишичә, 23 - апрел маралбешида йүз бәргән вәқәдин кейин, хитай мәркизи һөкүмити бу вәқәгә диққитини мәркәзләштүргән. Хитай рәиси ши җинпиң вәқәни бир тәрәп қилиш вә бу җәрянда районниң муқим,тинч вәзийитигә капаләтлик қилишни тәләп қилған. Уйғур аптоном даирилириму һәрқайси вилайәт, шәһәр, наһийиләрдә йиғин ечип, муқимлиқни сақлашни тәкитлигән. Уйғурбиз ториниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районидики 8663 - қисим армийиси бирнәччә күндин буян районда террорлуққа зәрбә бериш” намида бир йүрүш маневир өткүзгән.
Түнүгүн америка дөләт ишлири министирлиқи баянатчиси маралбеши вәқәси һәққидә баянат берип, хитай һөкүмитидин маралбеши вәқәсини ениқлашта очуқ - ашкара болушни, вәқәни бир тәрәп қилишта уйғурларниң кишилик һоқуқиға капаләтлик қилишни тәләп қилған.