Америкиниң “DOW хәлқаралиқ химийә ширкәтләр гуруһи” уйғур елидә тармақ ширкәт қурған

Мухбиримиз ирадә
2015.10.22

“пиластик хәвәрләр тори”ниң хәвиригә қариғанда, “DOW хәлқаралиқ химийә ширкәтләр гуруһи”ниң уйғур елидә турушлуқ иш мәркизи алдинқи күни үрүмчидә ечилиш мурасими өткүзгән.

Ечилиш мурасимиға “DOW” җуңго тармақ ширкити башлиқи питир ваң һәм шундақла бир қисим йәрлик әмәлдарлар қатнашқан.

Питир ваң қилған сөзидә, буниң хитай һөкүмитиниң уйғур елидики “бир бәлвағ, бир йол” истратегийисиниң бир қисми икәнликини билдүргән.

“йеңи йипәк йоли-бир бәлвағ, бир йол” қурулуши хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң хитайниң асиядики тәсирини зорайтиш үчүн йолға қойған муһим истратегийилик пиланлириниң бири икәнлики билдүрүлмәктә. Бир қисим чәтәллик көзәткүчиләр тивиттир торида елан қилған баһалирида, DOW хәлқара ширкитиниң уйғур елиға киришини ши җинпиңниң истратегийисини ишқа ашуруш йолидики бир ғәлибиси, дәп баһалиған. Әмма ечилиш мурасимида тартилған сүрәтләрдә бирму уйғурниң көрүнмәслики уларниң диққитини тартқан.

Дуня уйғур қурултийи илгирики баянатлирида хитай һөкүмитиниң уйғур елигә селиватқан мәбләғлириниң хитай көчмәнлиригила нәп елип келиватқанлиқини әскәртип, уйғур елиға мәбләғ селишни ойлишиватқан чәтәл карханилирини райондики миллий айримичилиқ, миллий кәмситишкә янтаяқ болуп қалмаслиқ, йәрлик хәлқтин көпләп хизмәтчи елиш һәққидә агаһландурған иди.

“DOW хәлқаралиқ химийә ширкити” 1897-йили америкида қурулған. Ширкәтниң баш штаби мичиган штатида болуп, униң 160 тин артуқ дөләттә тармақ ширкити, 54 миңдин ошуқ хизмәтчиси бар.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.