Хитай даирилири нөвәттә “дуня шинҗаңлиқлар қурултийи” ечиш пикирини алға сүрмәктә

Мухбиримиз ирадә
2019.01.17

Җуңго хәвәрләр ториниң хәвиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районлуқ сиясий кеңәшниң комитетиниң йеқинда ечилған бир иқтисадий хизмәтләр йиғинида уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт мәхсус мәбләғ аҗритип “дуня шинҗаңлиқлар қурултийи” қуруш һәққидики тәклип лайиһәси оттуриға қоюлған.

Хәвәрдә ейтилишичә, юқириқи бу тәклип лайиһәсидә “дуня шинҗаңлиқлар қурултийи” арқилиқ шинҗаңлиқларниң өз юрти үчүн төһпә қошуши вә бу арқилиқ шинҗаңниң иқтисадий тәрәққиятиға түрткә болғили болидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Тәклип лайиһәсидә йәнә дуняниң һәрқайси җайлирида оқуш вә хизмәт қатарлиқ сәвәбләр билән яшаватқан нәччә йүз миң “шинҗаңлиқлар” барлиқи тилға елинған. Чәтәлләрдә һәрсаһә вә һәр хил кәсипләрдә оқуватқан яки хизмәт қиливатқан “шинҗаңлиқлар” ни “дуня шинҗаңлиқлар қурултийи” арқилиқ бир йәргә җәм қилишниң муһим роли барлиқини, буниң хәлқарада шинҗаңни намаян қилидиған яхши бир мунбәр болидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Юқириқи бу хәвәр чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғиди. Уларниң қаришичә, хитай һөкүмити уйғур елидә уйғурларни асас қилған икки милйондин ошуқ йәрлик хәлқләрни лагерға қамиғанлиқи хәлқарада ашкариланғандин кейин әмдиликтә аталмиш “дуня шинҗаңлиқлар қурултийи” ечиш арқилиқ йеңи бир тәшвиқат оюни ойнап, хәлқарани қаймуқтурушни мәқсәт қилмақтикән. Йәнә бәзи көзәткүчиләр болса буни чәтәлләрдики уйғурларниң әң чоң тәшкилати болған “дуня уйғур қурултийи” ға қарши қурулидиған тәшвиқат мунбири болуши мумкин дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.