Явропа комиссийәси хитайниң өз токлуқ аптомобиллириға қоюлған баҗни төвәнлитишкә даир тәклипини рәт қилған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.09.12

Явропа комиссийәси хитайниң өз токлуқ аптомобиллирини явропа иттипақи базириға импорт қилиш үчүн сунған әң төвән баһа яки һәҗим чәклимиси бәлгиләш тәклипини рәт қилған.

“политко” гезитиниң хәвиригә қариғанда, хитай явропа иттипақи билән сөһбәт өткүзүш арқилиқ уларниң хитайниң токлуқ аптомобиллириға қойған еғир баҗ йүкидин қутулмақчи болған, бирақ явропа комиссийәси хитай сунған тәклипни рәт қилған.

Явропа комиссийәси хитайниң токлуқ аптомобил санаитиниң литий пишшиқлап ишләштин тартип машиниларни чәт әлгә тошушқичә болған барлиқ җәрянда дөләтниң толуқлима ярдими барлиқини ениқлап чиққан болғачқа, хитай токлуқ аптомобиллириға еғир баҗ қойған иди.

Политкониң дейишичә, явропа сода баянатчиси олоф гил (Olof Gill) 12-сентәбир күнидики сөзидә мундақ дегән: “комиссийә хитайниң тәклипини биз ениқлап чиққан толуқлима ярдәмниң зиянлиқ тәсири йоқитилдиму? уни үнүмлүк назарәт қилиш вә иҗра қилиш җәһәттә бир нәтиҗә һасил қилдиму-йоқ, дегән асаста қарап чиқти. Бирақ комиссийәмиз бизгә сунулған тәклипләрниң һечқайсисиниң тәләплиримизгә мас кәлмәйдиғанлиқини йәкүнлиди” дегән.

Хәвәрдә дейилишичә, явропа комиссийәси хитайниң тәлипини рәт қилған болсиму, бирақ хитайниң сода министири ваң вентав 19-сентәбир күни явропа иттипақи рәһбәрлири билән бу баҗға аит мәсилиләрдә учришиш елип бармақчикән. У явропа иттипақиниң сода башлиқи валдис домбровискис (Valdis Dombrovskis) билән көрүшидикән.

Явропа иттипақи хитай токлуқ аптомобил саһәсиниң адил болмиған риқабәт арқилиқ ишләпчиқар әрзан баһалиқ токлуқ аптомобиллириниң явропа базирини игиләп кетишиниң алдини елиш үчүн бу аптомобилларға % 7.8 Тин% 35.3 Кичә баҗ қойғаниди. Хитай болса явропаниң бу баҗни бикар қилишини яки төвәнлитишини тәләп қилмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.