Адвокат ваң йүниң хитайниң бесими сәвәблик хәлқаралиқ мукапатини рәт қилғанлиқи мәлум
2016.08.02
Фирансийәниң париж шәһиридики лодивек трариокс кишилик һоқуқ мукапат фонди 2-авғуст баянат елан қилип, бу йил 4-июн күни “лодивек трариокс хәлқара кишилик һоқуқ мукапати” ға көрситилгән хитайдики кишилик һоқуқ адвокати ваң йүниң хитай һөкүмитиниң бесими билән мәзкур мукапатни рәт қилғанлиқини, хитай һөкүмитиниң бу мукапатни униңға беришни вәдә қилған “әркинлик”кә тегишишкә мәҗбурлиғанлиқини әйиблиди.
Мәлум болушичә, “дөләт һакимийитини ағдуруш” җинайити билән тутқун қилинип, бир йилдин буян хитай түрмисидә йетиватқан адвокат ваң йү 1-авғуст дүшәнбә күни қоюп берилгәндин кейин, хоңкоңдики сумурғ телевизийисиниң зияритини қобул қилип, бу йил 6-айниң 4-күни өзигә берилгән “лодивек трариокс кишилик һоқуқ мукапати” ни қобул қилмайдиғанлиқини билдүргән вә өзи илгири хизмәт қилған бейҗиң феңрүй адвокатлар башқармисини “әрздарларни қутритип қалаймиқанчилиқ туғдурушқа урунған” дегән ибариләр билән әйибләп, өзи илгири мәзкур адвокатлар башқармисида адвокатлиқ қилған мәзгилидики паалийәтлиридин қаттиқ пушайман қилғанлиқини билдүргән.
Хитайдики кишилик һоқуқ адвокати ваң йү, бейҗиң феңрүй кишилик һоқуқ адвокатлар башқармисиниң ғоллуқ адвокати. У бултур яз пәслидә хитайда 300 дин артуқ адвокат вә кишилик һоқуқ актиплири тутқун қилинған “ 9-июл кишилик һоқуқ адвокатлирини тутқун қилиш” вәқәсидә рәсмий қолға елинған 20 дин артуқ адвокатниң бири.
Даириләр 1-авғуст дүшәнбә күни туюқсиз сот вақтиниң өзгәргәнликини елан қилип, адвокат ваң йүни қоюп бәргән. Әмма 2-авғуст тйәнҗиндә ечилған сотта әйни чағда ваң йү билән бирликтә тутқун қилинған башқа кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә адвокатлар үстидин һөкүм елан қилған.